әрдоған хәлққә рәһмәт ейтти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, бу қетимқи йәрлик сайламда җумһур иттипақини биринчи қилған хәлққә рәһмәт ейтти.

1174364
әрдоған хәлққә рәһмәт ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, бу қетимқи йәрлик сайламда адаләт вә тәрәққийат партийәси билән миллийәтчи һәрикәт партийәси тәрипидин қурулған җумһур иттипақини биринчи қилған хәлққә рәһмәт ейтти.

әрдоған әнқәрәдики адаләт вә тәрәққийат партийәси бинаси алдиға йиғилған хәлққә хитаб қилди.

җумһур иттипақи вә түркийәгә игә чиққан хәлққә болупму күртләргә алаһидә рәһмәт ейтқан әрдоған, йәрлик сайламда ғәлибигә еришкәнләрниму тәбриклиди.

уттуруп қойған районларда «хәлқниң қәлб төридин орун алалмиғанлиқлири»ни билдүргән әрдоған, партийәсиниң кәмчилликлирини түгитиш үчүн тиришчанлиқ көрситидиғанлиқлирини ейтти.

сийасәтни хәлққә қарши туридиған йаки хәлқни кәмситидиған вастә сүпитидә әмәс, хәлққә хизмәт қилидиған вастә сүпитидә көридиғанлиқлирини ейтқан әрдоған, буниңдин кейинму сийасәткә мушу тәриқидә муамилә қилидиғанлиқлирини билдүрди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, 2023-йилғичә сайлам болмайдиғанлиқини әскәртип: бу  пурсәттин әң үнүмлүк шәкилдә пайдилинимиз, һәл  қилишқа тегишлик нурғун мәсилә бар, буларни һәл қилиш үчүн тиришимиз, деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر