түркийә ливийә тоғрулуқ байанат елан  қилди

түркийә ливийәниң нефит һилали райониға җайлашқан нефит муәссәсәлириниң башқуруш һоқуқини салаһийәтсиз күчләргә өткүзүп бериш тәшәббуслиридин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.

1002516
түркийә ливийә тоғрулуқ байанат елан  қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, түркийәниң ливийәниң нефит һилали райониға җайлашқан нефит муәссәсәлириниң башқуруш һоқуқини салаһийәтсиз күчләргә өткүзүп бериш тәшәббуслиридин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқи, пүткүл ливийә хәлқигә аит болған тәбиий байлиқларни қанунсиз йоллар арқилиқ башқурушқа урунушниң, хәлқара җәмийәтниң қоллиши астида дөләттә давамлаштурулуватқан тинчлиқ, мурәссәчилик вә муқимлиқ тиришчанлиқлирини зийанға учришиш хәвпини өз туғдуридиғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «шу вәҗидин, ливийәниң барлиқ тәбиий барлиқлири вә муәссәсәлирини башқуруш һоқуқи дәрһал қанунлуқ орунларға өткүзүп берилиши лазим.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر