«түркийә инсанийәтниң шан – шәрипини қоғдаш йолида  күрәш қиливатиду»

баш министир бинали йилдирим түркийәниң сүрийә вә ирақниң бәзи районлирида елип бериватқан күришиниң, инсанийәтниң шан – шәрипини қоғдаш нишан қилинған  күрәш икәнликини ейтти.

940769
«түркийә инсанийәтниң шан – шәрипини қоғдаш йолида  күрәш қиливатиду»

түркийә авази радийоси хәвири:  йилдирим дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн йетип барған боснийә – гертсеговинада, министирлар кеңишиниң мәсули денис звиздич билән бирликтә боснийә – гертсеговинаниң пайтәхти сарайивода түрк сода - санаәтчиләр тәрипидин ечилған хәлқара сарайиво университетини зийарәт қилди һәмдә бу йәрдә оқуғучиларға хитаб қилди.

хәлқара сарайиво университетиға 2013 – йили 8 – өктәбир күни университет қурулғанлиқиниң 10 – йиллиқини тәбрикләш мунасивити билән өткүзүлгән мурасимға қатнишиш үчүн кәлгәнликини әскәрткән  йилдирим, мундақ дәп көрсәтти: «<атақлиқ алим, бүйүк мутәпәккур вә дөләт әрбаби> дәп аталған боснийә – гертсеговинаниң қурғучи рәһбири әли иззәтбеговични чәксиз иптихарлиқ вә чоңқур сеғинишлиқ илкидә мәңгү йад етимиз. дәрвәқә, иззәтбегович тәсәввур дунйамизни мислисиз дәриҗидә бейитқан қутуб йултузлиридин бири иди, йатқан йери җәннәт болғай !»

пүткүл балқан райони үчүн һузур, тинчлиқ вә есәнлик тилигән  йилдирим, «түркийә боснийә – гертсеговинаниң һәм йавропа иттипақиға әзалиқини һәм шималий атлантик әһди тәшкилатиға әзалиқини қоллимақта һәмдә һәр җәһәттин һәссә қошмақта» деди.

 йилдирим йеқинқи күнләрдә күнтәртипкә кәлгән, «түркийә йөнилишини йавропа иттипақидин башқа тәрәп өзгәртиватиду» тәриқисидики тәнқидләрниң асассиз, бир тәрәплик вә бимәнә икәнликини тәкитләп мундақ деди: «җумһур рәисимиз әрдоған алийлириму йавропа иттипақи – түркийә мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруш йолида давамлиқ тиришчанлиқ көрситиватиду, бу һәқтә ишлиниватқан хизмәтләргә рәһбәрлик қиливатиду. бизниң ғәрбкә әһмийәт беришимиз, көңүл бөлүшимиз, мунасивәт орнитишимиз мәлум өлчәмләргә асаслиниду, ташқи сийаситимизниң асаслиқ нишаниму һәммигә айан.  түркийә әлвәттә йавропа иттипақиға әза болушни халайду, бирақ қандақ болушидин қәтийнәзәр вә қандақ бәдәл төләштин қәтийнәзәр әза болуш нийити йоқ. бизниң нишанимиз, йавропа иттипақиға мусулман кимликимизни, миллий қиммәт өлчәмлиримизни сақлап қалған асаста әза болуштин ибарәт. әгәр улар бизгә: < буниңдин ваз кечиң> десә, у чағда, бундақ бир йавропа иттипақиниң бизгә нисбәтән қилчә әһмийити һәм пайдиси йоқтур. дәрвәқә, кимликимизни, миллий қиммәт өлчәмлиримизни қоғдаш демәк, келәчикимизни капаләт астиға елиш демәктур. ундақ болмиғанда, мустәмликә еңиниң бир парчисиға айлинип қалимиз. әң муһими, инсанларниң қиммәт өлчәмлирини, кимликлирини қоғдиши, сақлап қелиши, ассимилйатсийә болуп кәтмәстин, өзлириниң мәвҗудийитини мәңгү давамлаштуралишидур, бизниң етиқадимизму, қиммәт өлчәмлиримизму буни тәқәзза қилиду, әлвәттә.»

 боснийә – гертсеговинаниң бүгүнниң вә әтиниң дунйаси үчүн муһим бир җуғрапийә икәнликини әскәрткән  йилдирим, боснийә – гертсеговинаниң өзгичилик, һәр хиллиқ, рәңдарлиқ, түрлүк алаһидиликләрни бағриға бесиватқан әң йахши үлгә икәнликини қәйт қилди.

йавропада ирқчилиқ, ислам дүшмәнликиниң барғансери әвҗ елип кетиватқанлиқини әскәрткән  йилдирим, мундақ деди: «бундақ бир йавропаниң келәчикиниң парлақ болуши мумкинму? бундақ кетивәрсә нишаниға йетәләмду? шуңа биз достлиримизға мундақ тәвсийәләрдә болуватимиз: биз тоғрулуқ, түркийә тоғрулуқ анализ елип барғиниңларда, әтрапимиздики бөлгүнчи фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлириниң тәтүр тәшвиқатлириға асасән, уларниң бимәнә қарашлириға асасән анализ елип бармаңлар, һәқиқәтләрни биваситә сүрүштүрүңлар, тәтқиқ қилиңлар, тәкшүрүңлар, ахирида тоғра йәкүн чиқириңлар. әгәр җуғрапийә, дин вә етник җәһәттин бир - биригә охшимайдиған алаһидиликләрни бағриға бесип, өзгичә мәдәнийәт бәрпа қилған бир җай лазим болса, бу җай дәл боснийә – гертсеговинадур.»

йеқиндин буйан түркийә – йавропа иттипақи оттурисида оттуриға чиқиватқан мәсилиләрниң сәвәбиниң,  түркийәниң бу җуғрапийәдә, әзаси болған шималий атлантик әһди тәшкилатиниң чегралирини қоғдаш үчүн һайат – маматлиқ  күрәш қилиши икәнликини тәкитләп мундақ деди: «түркийәниң африн районида елип бериватқан күришиму, <фират қалқини> намлиқ һәрбий һәрикәт районида елип бериватқан күришиму, шималий ирақта давамлаштуруватқан күришиму инсанийәтниң шан – шәрипини қоғдаш нишан қилинған  күрәштур. бу нуқтидин елип ейтқанда, түркийә һәққидә террорлуқ тәшкилатлириниң, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлириниң, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к террорчилириниң тәтүр тәшвиқатлириға асасән, уларниң сәпсәтилиригә алданған һалда йәкүн чиқириш йавропа иттипақиға йарашмайду, дослуққиму йарашмайду, иттипақдашлиққиму йарашмайду.»

баш министир бинали йилдирим боснийә – гертсеговина пирезидентлиқ кеңишиниң рәиси бақир иззәтбегович биләнму бир йәргә җәм болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر