әрдоған сенегалниң сабиқ пирезиденти маки сал билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған сенегалниң сабиқ пирезиденти маки сал билән телефонда көрүшти.

2144189
әрдоған сенегалниң сабиқ пирезиденти маки сал билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә идарисиниң иҗтимаий таратқу һесабида елан қилинған байанатқа асасланғанда, телефон сөһбитидә түркийә – сенегал мунасивәтлири вә район характерлик мәсилиләр музакирә қилинған.

җумһур рәис әрдоған сөһбәттә сенегалда март ейида өткүзүлгән сайлам нәтиҗисиниң хәйирликләргә вәсилә болушини теләйдиғанлиқи билдүрүп, йеңи мәзгилдә түркийә билән сенегал оттурисидики мунасивәтләрниң давамлиқ тәрәққий қилидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини ейтқан.

җумһур рәис әрдоған йәнә маки салниң <25-май африқа байрими>ни тәбриклигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر