әнқәрәдә йүз бәргән партлашниң террорлуқ һуҗуми икәнликигә даир йип учи тепилди

түнүгүн әнқәрәдики бир баҗ идарисида йүз бәргән партлашниң террорлуқ һуҗуми икәнликигә даир йип учи тепилди.

902542
әнқәрәдә йүз бәргән партлашниң террорлуқ һуҗуми икәнликигә даир йип учи тепилди

түркийә авази радийоси хәвири: партлаштин кейин елип берилған тәкшүрүш җәрйанида нәқ мәйдандин бомба қурулмиси тепилди.

мәлуматларға қариғанда, әтраптики бихәтәрлик камералирини тәкшүрүш җәрйанида  бир гумандарниң бомба қачиланған сомкини баҗ идарисидики бир йәргә йошуруп қойғанлиқи ениқлап чиқилған, арқидинла сақчилар гумандарни из қоғлаш җәрйанида өлүк һаләттә қолға чүшүргән.

тәкшүрүшләр җәрйанида гумандарниң террорлуқ тәшкилати п к к – п й д ниң лагерлирида тәрбийәләнгәнлики ениқлап чиқилған.

игилинишичә, вәқә билән четишлиқи бар вә гумандар билән һәмкарлашқан 8 киши охшимиған шәһәрләрдә тутулған. партлашта йариланған үч пуқра саламәтлик әһвали тәкшүрүлгәндин кейин балнестин чиққан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر