«әзиз хәлқим! сепиңларни мустәһкәмләңлар! зәпәр ишәнгәнләргә тәәллуқ»

җумһур рәис әрдоған түркийә хәлқидин сәплирини техиму мустәһкәмләшкә чақирди һәмдә шанлиқ зәпәрниң аллаһқа ишәнгәнләргә аит икәнликини билдүрди.

535243
«әзиз хәлқим! сепиңларни мустәһкәмләңлар! зәпәр ишәнгәнләргә тәәллуқ»

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған җүмә намизидин кейин хәлққә мундақ хитаб қилди: «вәтәнни қоғдашқа болған садақитимизни адаққичә давамлаштуримиз, әзиз хәлқим! сепиңларни техиму мустәһкәмләңлар! зәпәр әлвәттә аллаһқа чин ишәнгәнләргә тәәллуқ. қулға қул болғанлар һәргизму мәқситигә йетәлмәйду, җүмлидин қулға қул болғанлар америкиниң пенсилванийә иштатида йашимақта. бу мәхлуқ һеч номус қилмастин шу йәрдин бир қисим мәлунлирини күшкүртүп, түркийә хәлқигә қарши һәрбий исйан көтүргүзмәкчи болди. бу мәлунлар һәрбий кийимләрни кийип, террорлуқ һуҗумлирини елип барди. аридин бир һәптә өтти. силәр ейтип түгәткүсиз қәһриманлиқларни көрситип, уларға һәддини билдүрүп қойдуңлар һәмдә бундақ алийҗанаб роһиңлар арқилиқ, түркийә хәлқиниң игилмәс – сунмас вә қәтий тиз пүкмәс полаттәк ирадисини пүткүл җаһанға көрситип қойдуңлар. силәр мениң чақириқимға қизғин аваз қошуп, мәйданларға топлинип, дөлитимизни қоғдаш йолида вәтән хаинлириға қарши ширдәк етилдиңлар, бу мәлунлар силәргә айропиланлар билән, танкилар билән һуҗум қилған болсиму, силәр тәңдашсиз күчүңларни ишқа селип, уларниң барлиқ технологийәлик имканийәтлиридин пайдилинип елип барған һуҗумлирини тармар қилдиңлар.  шуниң билән, улар рәзил мәқситигә йетәлмиди. дәрвәқә, улар дат басқан йүрәклири билән һәрикәткә өткәниди, һалбуки, силәр иман билән толған йүрикиңлар билән һәрикәткә өттүңлар, нәтиҗидә уларға тақабил туруп, шанлиқ ғәлибини қолға кәлтүрдүңлар. пүткүл дунйа силәрниң бу тәврәнмәс ирадәңларға қайил болуп, арқа  - арқидин байанатларни елан қилмақта. бу ирадәңларни адаққичә давамлаштурушуңларға тиләкдашмән. биз пәқәт руку қилғандила андин рәббимизниң һузурида егилимиз, қулға әсла қул болмаймиз, қул қул болғанлар пелсилванийәдә. бу мәхлуқ қилчә иза тартмастин алҗиған унсурлирини түркийә хәлқигә қорал тәңләткүзгән иди, хәлқимиз уларға тегишлик җаваб қайтуруп, һәддини һәм кимликини билдүрүп қойди. 81 вилайәттә бу мәлунларға қарши игилмәс - сунмас қәтий ирадисини намайән қилип, демократийә, вәтән һәм өзиниң игилик һоқуқини қоғдаш йолида кечә - күндүз күрәш қиливатқан әзиз хәлқимгә көптин көп рәһмәт ейтимән. қәдирдан хәлқим! тәкәббурлуқтин халий вә қулға қулчилиқ қилмиған һалда давамлиқ зәпәр марши йаңритишимиз, қәддимизни тик тутуп, бизгә хирис қилған дүшмәнләрниң тузақлирини кукум - талқан қиливетишимиз, биз пәқәт рәббимизниң һузуридила игилишимиз керәк. шәк – шүбһисизки, шанлиқ зәпәр пәқәт йәккә - йеганә күч аллаһқа ишәнгәнләргә аиттур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر