дөләтлик айаллар валибол командимиз йавропа чемпийони  болди

дөләтлик айаллар валибол командимиз 2023-йиллиқ йавропа ләвһә талишиш мусабиқисиниң һәл қилғуч мусабиқисидә 2 гә қарши 3 нәтиҗидә билән сербийә командисини мәғлуп қилип чемпийон болди.

2032519
дөләтлик айаллар валибол командимиз йавропа чемпийони  болди
A Milli Kadın Voleybol Takımı.jpg
A Milli Kadın Voleybol Takımı 3.jpg
A Milli Kadın Voleybol Takımı 4.jpg
A Milli Kadın Voleybol Takımı 5.jpg
A Milli Kadın Voleybol Takımı 6.jpg

түркийә авази радйоси хәвири: белгийәниң пайтәхти бирйусселда өткүзүлгән чемпийонлуқ мусабиқиси мөлчәрдикидәк кәскин  башланди.

тунҗи мәйданда 27 гә қарши 25 нәтиҗә билән 1 гә қарши 0 нумур билән арқида қалдуқ.

иккинчи мәйданни техиму йахши башлиған тәрәп дөләт командимиз болди.

бу үстүнлүкини ахирқи пәйткичә сақлап кәлгән һилал ай чолпанлири 21 гә қарши  25 нәтиҗә билән барвәрликни қолға кәлтүрди.  

командимиз үчинчи мәйданға борандәк чәбдәдслик билән кирди.

9 ға қарши 15 нәтиҗә билән алдинқи орунға өткән айаллар командимиз, ахирида тохтап қалғандәкла болди.

сербийә командиси алди билән нәтиҗини тәңләштүрди, андин 22 гә қарши 25 нәтиҗә билән үстүнлүкни қолға кәлтүрди.

шуниң билән төтинчи мәйдан тәңдә - тәң өтти.

ахириқи мәйданда мәстанилиридин мәдәт алған дөләтлик командимиз 22 – гә қарши 25 нәтиҗә билән, номур тәңпуңлуқини йәнә бир қетим қолға кәлтүрди.

ахирқи һәл қилғуч мусабиқидә нәпәслиримиз тутулди.

зор һайаҗанлға толған бу дәқиқиләрдә, боскович - варгас дуели башланди.

мусабиқиниң чолпини болған варгас ахирқи мәйданда ғәлибигә еришти вә дөләтлик командимиз 13 кә қарши 15 нәтиҗә билән 2 – гә қарши 3 нумурни қолға кәлтүрди.

41 номур билән һәл қилғуч мусабиқидә алдинқи орунға чиққан мелисса варгас, мусабиқиниң әң қиммәтлик маһири болуп талланди.

шундақ қилип, һилал ай чолпанлири йавропа бирләшмиси ләвһә талишиш мусабиқисидин кейин, тарихида тунҗи қетим йавропа чемпийони болди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған иҗтимаий алақә һесабида һәмбәһирлигән учурида: «2023-йиллиқ йавропа чемпийони болуп һәммимизни қаттиқ иптихарландурған дөләтлик айаллар валибол командимизни, тор султанлиримизни чин қәлбимдин тәбрикләймән» деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر