исраилийәниң вәһшийанә һуҗумлирида өлтүрүлгән пәләстинликләрниң сани 34 миң 535 кә йәтти

исраилийәниң 7 - өктәбир (2023) дин буйан ғәззәгә қиливатқан вәһшийанә һуҗумлирида өлтүрүлгән пәләстинликләрниң сани 34 миң 535 кә, йариланғанларниң сани 77 миң 704 кә йәтти.

2133749
исраилийәниң вәһшийанә һуҗумлирида өлтүрүлгән пәләстинликләрниң сани 34 миң 535 кә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин сәһийә министирлиқиниң байанатида, йеқинқи 24 саәт ичидә ғәззә райониға қилинған 5 қетимлиқ һуҗумда 47 пәләстинликниң шеһит қилинғанлиқи вә 61 пәләстинликниң йариланғанлиқи билдүрүлди.

байанатта йәнә, 207 күндин бери давамлишиватқан һуҗумлар түпәйлидин өлтүрүлгән пәләстинликләр саниниң 34 миң 535 кә вә йариланғанлар саниниң 77 миң 704 кә қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر