мирзийайевниң түркийә зийарити вә түркийә – өзбекистан мунасивәтлири

«түркийә вә йавро – асийа күнтәртипи» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, ататүрк университети тәтқиқатчиси җәмил доғач ипәкниң «мирзийайевниң түркийә зийарити вә түркийә – өзбекистан мунасивәтлири» мавзулуқ анализини һозурңларға сунимиз.

840168
мирзийайевниң түркийә зийарити вә түркийә – өзбекистан мунасивәтлири

түркийә авази радийоси: йеқинда өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийайев түркийәдә зийарәттә болди. бу зийарәт вә түркийә – өзбекистан мунасивәтлири тоғрисида техиму ичкириләп мәлуматқа игә болуш үчүн, «түркийә вә йавро – асийа күнтәртипи» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, ататүрк университети хәлқара мунасивәтләр бөлүми тәтқиқатчиси җәмил доғач ипәкниң «мирзийайевниң түркийә зийарити вә түркийә – өзбекистан мунасивәтлири» мавзулуқ анализини силәр билән ортақлашмақчимиз.

* * * * *

өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийайев, 2017 – йили 25 – өктәбирдин 27 – өктәбиргичә болған җәрйанда түркийәдә зийарәттә болуп, йуқири дәриҗилик әмәлдарлар билән көрүшти. шәвкәт мирзийайевниң аридин 18 йил өткәндин кейин түркийәдә зийарәттә болған тунҗи өзбекистан пирезиденти болуши, икки дөләт мунасивәтлириниң алдимиздики мәзгилләрдә техиму мустәһкәмлинидиғанлиқини көрситип бериду. йеқинқи бир йилдин буйан актип ташқи сийасәт йүргүзүшкә башлиған мирзийайевниң түркийә – өзбекистан мунасивәтлиригә әһмийәт бериватқанлиқини ейтишқа болиду. дәрвәқә, түркийә билән өзбекистан арисида бир қатар саһәләр бойичә қәдәмләрниң ташлинидиғанлиқи һәм алақидар әмәлдарлар һәм мутәхәссисләр тәрипидин оттуриға қойулмақта.

түркийә 1991 – йили өзбекистанниң мустәқиллиқини етирап қилған тунҗи дөләт һесаблиниду. шуңа икки дөләт мунасивәтлири сүрәт билән раваҗланди. 2005 – йили өзбекистандики андиҗан вәқәлири музакирә қилинған б д т  йиғинида түркийә өзбекистанға қарши беләт ташлиди. шуниң билән, 1991 – йили йахши башланған мунасивәтләр, 2005 – йилидин тартип турғун һаләттә давам қилди. шәвкәт мирзийайевниң бу қетимқи зийарити икки дөләт мунасивәтлирини қайтидин күчәйтиши мумкин. бирқанчә ай илгири сәмәрқәнттә ишқа ашурулған учришиштики әрдоғанниң «мунасивәтләрдә йеңи сәһипә», мирзийайевниң «әмди еғизда әмәс, әмәлийәттә һәмкарлиқ орнитишниң дәл вақти кәлди» дегән сөзлири, мирзийайевниң әнқәрә зийарити билән техиму күчлүк мәнигә игә болди. һәр икки дөләт рәһбәрлири алдимиздики йилниң бешида өзбекистан – түркийә селинма мунбири билән қошма иқтисадий комитет йиғини өткүзүш бойичә бирдәклик һасил қилинғанлиқини елан қилди.

тарихий риштә түпәйли, түркийәниң йөнилиши вә көңли өзбекистан тәрәпкә қарайду. бу қетимқи зийарәт сайисида икки дөләт арисидики турғун дәвр ахирлашти, дәп ойлаймән. түркийә – өзбекистан мунасивәтлиридә тоқумучилиқ, сәһийә, сайаһәт вә теричилик қатарлиқ иқтисадий һәмкарлиқлар؛ терроризмға қарши күрәш мәркәзлик хәвпсизлик һәмкарлиқлири сүрәт билән гүллиниду. әлвәттә, бу мунасивәтләр иҗтимаий күчләр башқурушидики органлар, медийа вә тәтқиқат органлириниң өзара һәмкарлиқлири арқилиқ қоллап – қуввәтлиниши лазим. қазақистандики түркийә – қазақистан әһмәд йәсәви университетиға охшаш ортақ түркийә – өзбекистан университетиниң қурулуши наһайити пайдилиқ болиду. бир бөлүми истанбулда, бир бөлүми сәмәрқәнттә болидиған «түркийә – өзбекистан улуғ бәг университети», түркийә билән өзбекистан өзлири игә болған тарихий мәлумат бирикмисини түрк дунйасида әмәлийәткә айландурушта алаһидә рол ойниши мумкин. икки дөләтниң ортақ қиммәт – қаришиға вәкиллик қилидиған түрк – ислам әнәниси сәләфи радикаллиқиға қарши йавро-асийа үчүн мувапиқ бир йол болуши мумкин. бу җәһәттә һәр икки дөләтниң йәлкисигә еғир йүкләр йүклиниду.

кәримов түзүминиң икки асасий алаһидилики бар иди؛ униң биринчиси, еғир һакиммутләқ болуши, иккинчиси, совет сийасий системисини давамлаштуруши иди. кәримов йавро – асийада чоң күчләрниң күришидин дөлитини қоғдап қелиш үчүн, пайдилиқ йол сүпитидә қисмән өзини йалғузлаштуруш сийаситини таллиғаниди. йеңи рәһбәрлик аппарати болса, геополитилик доел елан қилишларға актип сийасәтләр арқилиқ җаваб қайтуруш йолини таллайдиғандәк қилиду.

өзбекистан орни вә нопус күчи билән йавро – асийаниң һалқилиқ дөләтлириниң бири. өзбекистан билән мунасивәт орнатмай туруп, түркистанда мәвҗут болуп туруш қийин. алдимиздики мәзгилләрдә өзбекистан бу хил әвзәллики билән дунйа вә район актийорлири һәмкарлиқ орнитиш мәқситидә көпләп қоңғуриқини чалидиған бир дөләт болиду.

шәвкәт мирзийайев пирезидентлиқиниң дәсләпки мәзгилидә маһийәтлик сийасий өзгиришләрни елип бериштин илгири, хәлқниң иҗтимаий мәсилилирини һәл қилиш вә қошна дөләтләр билән иқтисадий мунасивәтләрни күчәйтишни алдинқи пиланға қойуши мумкин. мирзийайев ташқи сийасәттә қошна түрк җумһурийәтләргә қарита бәкрәк ечиветишни йолға қойиду вә йумшақ услуб қоллиниду. униң пирезидент болуш сүпити билән тунҗи болуп русийәдә зийарәттә болушни таллишини, русийә – өзбекистан мунасивәтлирини иқтисадий саһәдә техиму күчләндүрүш нишаниниң дәсләпки қәдими, дейишкә болиду.

мирзийайев дәври, өзбекистанға нисбәтән бир йеңи башлиниш болиду. кәримов түрк кеңиши қатарлиқ район характерлик һәмкарлиқ тәшкилатлири билән мусапини сақлап қалған һалда сийасәт йүргүзгәниди. бу сийасәтниң өзгириши райондики актийорлар вә өзбекистан пайда алидиған һаләтниң йолини дағдамлаштуриду. өзбекистанда пул вә енергийә җәһәттә қисмән сақлиниватқан мәсилиләрниң барлиқини билимиз. бу мәсилиләрни һәл қилишта ташқи селинмилар вә район характерлик һәмкарлиқлар (түрк кеңиши дегәндәк) бир чиқиш йоли болуши мумкин.

мирзийайев 13 йил бойичә кәримов түзүминиң баш министири болуп вәзипә өтиди. шуңа, мирзийайевни кәримов түзүминиң бир мәһсули дейишкә болиду. өзгириш асанға тохтимайду. бирақ, мирзийайев дөлитини вә районни йахши билиду. у бу җәһәттә тәҗрибигә игә. алдимиздики мәзгилләрдә өзбекистанниң түрк кеңиши билән мунасивәтлирини гүлләндүрүши һәм район һәм түрк дунйасиға нисбәтән муһим һесаблиниду. чүнки өзбекистан түрк дунйасиниң һалқилиқ дөлитидур.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر