зелениский русийәниң йеңи һуҗумларға тәййарлиқ қиливатқанлиқини илгири сүрди

украина пирезиденти володимир зеленский русийә армийәсиниң йеңи һуҗумларға тәййарлиқ қиливатқанлиқини вә украинаниң иттипақдашлири билән бирликтә бу һуҗумларға тақабил туруши керәкликини оттуриға қойди.

2133900
зелениский русийәниң йеңи һуҗумларға тәййарлиқ қиливатқанлиқини илгири сүрди

түркийә авази радийоси хәвири: украина пирезиденти володимир зеленский пайтәхт кийевда зийарәттә болған шималий атлантик әһди тәшкилати — нато баш катипи йенс столтенберг билән көрүшкәндин кейин өткүзүлгән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғинидики сөзидә, украинаниң америка қошма иштатлири башчилиқидики иттипақдашлириниң қорал әвәтишини күтүватқанлиқини ейтти.

русийә армийәсиниң нөвәттики вәзийәттин пайдилиниватқанлиқини тәкитлигән зеленский: «шуңа, тездин (қорал) йәткүзүп бериш алдинқи сәпниң муқимлиқиға капаләтлик қилиштин дерәк бериду» деди.

у: «155 калиберлиқ зәмбирәкләр, йирақ мусапилик қораллар, <вәтәнпәрвәр> системилири қатарлиқ һава мудапиәси... булар иттипақдашлиримизниң қолида бар болған, нөвәттә русийәниң украинадики террорлуқ хирислирини йоқитиш үчүн ишлиши керәк болған нәрсиләр. русийә армийәси йеңи һуҗумларға тәййарлиқ қилмақта. биз иттипақдашлиримиз билән бирликтә, русийәниң һуҗумини тосушимиз керәк» деди.

володимир зеленский украина армийәсигә қилинидиған йардәмниң вақтида қилиниши һәққидә һечқандақ иҗабий нәрсә көрмигәнликигә ишарәт қилди вә бу басқучни тезлитишниң зөрүрийитини оттуриға қойди.

зеленский 7-айда (2024) вашингтонда өткүзүлидиған нато башлиқлар йиғинини тилға елип: «бу башлиқлар йиғини иттипақ үчүн бир күч көрситиш пәйти болушиму, болмаслиқиму мумкин. иттипақниң бир дүшмининиң натониң күчийишини рәт қилиш-қилалмаслиқиға у йәрдә қарар қилиниду. бу қарар украинаға мунасивәтлик. украина натоға кириш тәклипини елишқа лайиқ» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر