блинкен американиң исраилийәниң рәфаһқа қилғуси һуҗуми түғрисидики позитсийәсини оттуриға қойди

америка ташқи ишлар министири антони блинкен: «пуқраларға зийан йәткүзүлмәйдиған бир пилан оттуриға қойулмиса, бизниң рәфаһқа қаритилидиған кәң көләмлик бир ни қоллишимиз мумкин әмәс» деди.

2133621
блинкен американиң исраилийәниң рәфаһқа қилғуси һуҗуми түғрисидики позитсийәсини оттуриға қойди

түркийә авази радийоси хәвири: министир антони блинкен 7-өктәбирдин буйан давам қиливатқан ғәззәдики урушниң ахирлишиши вә пәләстин дөлитиниң қурулушини йақлайдиған бир һәрикәт пиланини шәкилләндүрүшниң зөрүрийитини тәкитлиди.

оттура шәрқтә 1948-йилидин буйанқи әң еғир киризисләрниң бирини баштин кәчүрүватқанлиқлириға ишарәт қилған блинкен, америка қошма иштатлириниң район вә дунйаниң һәр қайси җайлиридики иттипақдашлири билән бирликтә ғәззәдики тоқунушларға хатимә бериш вә униң техиму кәң районларға кеңийип кетишиниң алдини елишқа тиришиватқанлиқини ейтти.

у исраилийәниң рәфаһқа һуҗум қилиш пикридә чиң турувелиши тоғрисида тохтилип: «пуқраларға зийан йәткүзүлмәйдиған бир пилан оттуриға қойулмиса, бизниң рәфаһқа қаритилидиған кәң көләмлик бир <һәрбий һәрикәт>ни қоллишимиз мумкин әмәс» деди вә сөзини давамлаштуруп, исраилийәниң һазирғичә рәфаһтики пуқраларға зийан йәткүзүлмәйдиғанлиқиға капаләтлик қилидиған бирәр пиланни оттуриға қоймиғанлиқини әскәртти.

министир блинкен америка университетлиридики ғәззәгә һесдашлиқ қилиш намайишлири тоғрисида тохтилип: «бу намайишлар пуқралиримизниң ғәззәдики пуқралар, айаллар вә балилар тартиватқан азабларға болған изтирабини әкс әттүриду, мән буни йахши чүшинимән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر