ғәззәдә б д т орунлаштурған йардәм хизмәтлири исраилийә тәрипидин тосқунлуққа учримақта

бирләшкән дөләтләр тәшкилати елан қилған байанатта,6-апрелдин 12-апрелғичә болған арилиқта ғәззәниң шималида б д т тәрипидин орунлаштурулған йардәм хизмәтлириниң%41 иниң исраилийә тәрипидин тосқунлуққа учриғанлиқи йаки рәт қилинғанлиқи билдүрүлди.

2127660
ғәззәдә б д т орунлаштурған йардәм хизмәтлири исраилийә тәрипидин тосқунлуққа учримақта

түркийә авази радийоси хәвири: б д т инсанпәрвәрлик ишлирини маслаштуруш ишханиси исраилийәниң қамал қилиши вә вәһшийанә һуҗуми астида туруватқан ғәззәниң шималиға йәткүзүлмәкчи болған йардәмләр һәққидә учур һәмбәһрлиди.

учурда, ғәззәниң шималида 6-апрелдин 12-апрел (2024) ғичә болған арилиқта б д т орунлаштурған йардәм бериш хизмәтлириниң %41 иниң исраилийә тәрипидин тосқунлуққа учриғанлиқи йаки рәт қилинғанлиқи тәкитләнди.  

учурда, «исраилийә даирилириниң инсанпәрвәрлик йардәмлирини йәткүзүшни асанлаштуруш мәҗбурийити, йардәмләр пуқраларға йәткүзүлгәндә андин ахирлишиду» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر