блинкен: биз һазирқи әһвалда рәфаһқа һуҗум қилишқа қарши

америка ташқи ишлар министири антони блинкен исираилийәниң «рәфаһ қуруқлуқ һәрикити» ниң вақтиға мунасивәтлик һечқандақ учур бәрмигәнликини, әмма өзлириниң һазирқи әһвалда рәфаһқа қуруқлуқтин һуҗум қилишқа қарши икәнликлирини ейтти.

2126536
блинкен: биз һазирқи әһвалда рәфаһқа һуҗум қилишқа қарши

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири антони блинкен әнглийә ташқи ишлар вәзири давид камерон билән вашингтонда көрүшкәндин кейин өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, ғәззә вәзийити үстидә тохталди.

у исираилийәниң пуқраларниң қоғдашқа мунасивәтлик қобул қилғили болидиған бир пилани болмай туруп, рәфаһни ишғал қилишиға қарши икәнликлирини, бу мәсилә үстидә исираилийәниң мунасивәтлик рәһбәрлири билән алақә қиливатқанлиқлирини билдүрди.

у исираилийә баш министири нетанйаһуниң, «рәфаһқа қуруқлуқтин һуҗум қилиш вақтиниң бекитилгәнлики» тоғрисидики байанати һәққидә соралған соалға:

«қолимизда рәфаһ һәрикитигә мунасивәтлик бекитилгән вақит йоқ, йәни исираилийәниң бизгә билдүргән вақти йоқ» дәп җаваб бәрди.

у һәр қетим исираилийә даирилири билән көрүшкәндә, пуқраларни қоғдаш мәсулийитиниң барлиқини тәкитләватқанлиқлирини, исираилийәниң вәкилләр өмики билән учришиш өткүзүлмәй туруп, рәфаһ шәһиригә һуҗум қилишниң башлинишини күтмәйдиғанлиқлирини қәйт қилди.

у исираилийә вәкилләр өмикиниң келәр һәптә вашингтонға келиши мумкинликини әскәртти.

у исираилийәниң ғәззәгә инсанпәрвәрлик йардәмлирини тошуйдиған йүк аптомобиллири санини көпәйтишкә рухсәт қилғанлиқидин мәмнунлуқ һес қилғанлиқлирини вә йардәмләрни көпәйтишкә тиришиватқанлиқлирини билдүрди.

у йәнә, исираилийә билән һамас оттурисида балдуррақ уруш тохтитиш мәсилисидә келишим һасил қилинишини, әсирләрниң қойуп берилишини вә инсанпәрвәрлик йардәмлириниң көпәйтилишини халайдиғанлиқлирини тәкитләп, һазирниң өзидә буларниң алдин әһмийәт беридиған мәсилиләр икәнликини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر