песков: русийә билән натони биваситә тиркишиш һалитидә дейишкә болиду

русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — киремил байанатчиси димитрий песков, русийә билән шималий атлантик әһди тәшкилати — натониң нөвәттә «биваситә тиркишиш» ичидә икәнликини илгири сүрди.

2124951
песков: русийә билән натони биваситә тиркишиш һалитидә дейишкә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — киремил байанатчиси димитрий песков, русийә билән шималий атлантик әһди тәшкилати — натониң нөвәттә «биваситә тиркишиш» ичидә икәнликини илгири сүрүп: «нато украинадики тоқунушқа аллиқачан қатнашқаниди؛ әмдиликтә чегрмизға қарап илгириләп, йеқин әтрапимиздики һәрбий ул әслиһәлирини кеңәйтишни давамлаштуруватиду» деди.

буниңдин илгири, русийә пирезиденти виладимир путинму ғәрбниң соғуқ мунасивәтләр урушидин кейин русийәни алдиғанлиқини, варшава шәртнамиси тәшкилати йимирилгән болсиму, натониң кеңийишини давамлаштуруп, совет иттипақи тәсири даирисидики дөләтләрни өз қойниға алғанлиқини көп қетим оттуриға қойғаниди.

ғәрб бу әйибләшләрни рәт қилип, натониң мудапиә бирләшмиси икәнликини, униңға әза болушниң һәрқайси дөләтләрниң демократик қарари икәнликини тәкитлимәктә.

нато украинаға русийәниң таҗавузи астида мәвҗутлуқини давамлаштурушиға йардәм бериватқанлиқини, кийевни пәқәт қорал, һәрбий мәшиқ вә истихбарат йардими бериватқанлиқини илгири сүрмәктә. русийәниң қаришичә болғанда, бу қәдәмләр натони тоқунушниң әмәлий бир парчисиға айландуридикән.

виладимир путин феврал ейида байанат берип, русийә билән нато оттурисида биваситә тоқунуш йүз бәрсә, дунйаниң үчинчи дунйа урушиниң гирдабиға берип қалидиғанлиқини ейтқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر