б д т исраилийәниң һуҗумини әйиблиди

исраилийә қисимлири давамлаштуриватқан һуҗумлирида хәлқаралиқ тәшкилатлар вә уларға тәвә хадимларни айримастин һуҗум нишани қилмақта.

2122535
б д т исраилийәниң һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийәниң учқучисиз айропиланлири ливанниң җәнубидики бирләшкән дөләтләр тәшкилати ливан вақитлиқ тинчлиқ қисмлириға тәвә бироневик аптомобилға һуҗум қилди.

һуҗумда 3 әскәр вә 1 ливан пуқраси йариланди.

ливан һуҗумға қаттиқ наразилиқ билдүрди.

ливан ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида, исраилийәниң ливанниң җәнубиға қилған һуҗуми үстидин б д т хәпсизлик кеңишигә әрз сунуш үчүн тәййарлиқ башлиғанлиқи вә һуҗумниң қаттиқ әйибләнгәнлики билдүрүлди.

һуҗумни б д т му әйиблиди.

б д т баш катибатлиқи байанатчиси, б д т баш катипи антонийо гутерресниң һуҗумни әйиблигәнликини уқтурди.

байанатта, тинчлиқ сақлаш қисимлириниң бихәтәрлики вә аман - исәнликигә һәр вақит капаләтлик қилиш керәклики тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر