русийәниң учқулири етип чүшүрүлди

русийәниң башқурулидиған бомба вә учқулар билән украина земинлириға һуҗум қилғанлиқи билдүрүлди.

2115901
русийәниң учқулири етип чүшүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: украина армийә қоманданлиқ иштаби байанат елан қилип, русийәниң 14-март (2024) кечидә харкив вә донетск районлириға йәттә данә «S-300/S-400» башқурулидиған бомба атқанлиқини, полтава райониға «X-59» типлиқ башқурулидиған бомба атқанлиқини, охшимиған районларға 27 данә «шаһед» (Şahed( намлиқ учқулар билән һуҗум қилғанлиқини билдүрди.

байанатта, барлиқ учқуларниң етип чүшүрүлгәнлики қәйт қилинди.

кийев шәһириниң һәрбий ишларға мәсул башлиқи сергей попко 15 учқуниң кийев һава тәвәликигә йеқин җайда етип чүшүрүлгәнликини, һуҗумда һечқандақ зийан-зәхмәтниң көрүлмигәнликини әскәртти.

украина армийә иштаб башлиқи олександир сирский җтимаий таратқу адресида алдинқи сәпниң йеңи әһвали тоғрисида учур һәмбәһрлиди.

у русийә һуҗумлирини көпәйтиватқан авдийивка йөнилишидики һәрбий қисимларни зийарәт қилғанлиқини билдүрүп, «русийә бир қанчә күндин буйан үч биригаданиң мудапиәсини бөсүп өтүшкә урунуватиду. һәр күни пийадә қисимларни йаки машинилашқан қисимлирини әвәтиватиду» деди.

2022-йили 24-феврал путинниң украинани ишғал қилиш тоғрисида пәрман чүшүрүши билән, украина-русийә уруши рәсмий башланған иди.

путин украинаниң натоға әза болушиниң алдини елиш вә русийәниң тәсир даирисидә тутуп туруш үчүн, украинани һәрбийсизләштүрүш вә натсистлардин тазилашни мәқсәт қилғанлиқини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر