чечинийәдә қуран кәрим көйдүргән кишигә қамақ җазаси берилди

русийә һакимийити астидики чечинийә җумһурийитидә өткән йили (2023) қуран кәрим көйдүргән никита журавел 3 йерим йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди.

2108334
чечинийәдә қуран кәрим көйдүргән кишигә қамақ җазаси берилди

түркийә авази радийоси хәвири: чечинийә җумһурийитиниң пайтәхти грознийдики висайттовский шәһәрлик сот мәһкимиси, қуран кәрим көйдүргән 20 йашлиқ журавелни «мәниви қиммәтләргә һақарәт қилиш вә җәмийәт тәртипигә бузғунчилиқ қилиш» билән әйибләп, үч йил алтә айлиқ қамақ җазасиға һөкүм қилди.

журавелниң адвокати йулийа антонова соттин кейин мухбирларниң соалиға җаваб берип, һөкүмгә наразилиқ билдүргәнликлирини қәйт қилди.

никита журавел май (2023) да русийәниң волгоград шәһиридики бир җамәниң алдида қуран кәрим көйдүргәнлики сәвәбидин қолға елинип, чечинийәгә әвәтилгән иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر