натониң кәң көләмлик деңиз маневири башланди

нато деңиз вә су асти парахотлири уруши бойичә иттипақдаш дөләтләр оттурисидики өзара һәмкарлиқларни тәрәққий қилдуруш мәқситидә, «Dynamic Manta-2024» маневирини башлиди.

2107335
натониң кәң көләмлик деңиз маневири башланди

түркийә авази радийоси хәвири: натониң деңиз вә су асти парахотлири уруши бойичә иттипақдаш дөләтләр оттурисидики өзара һәмкарлиқларни тәрәққий қилдуруш, тәлим-тәрбийә сәвийәсини йуқири көтүрүш мәқситидә, «Dynamic Manta-2024» (DYMA 24) маневири өткүзүлиду. маневир 26-феврал (2024) дин 8-мартқичә давамлишиду.

нато иттипақдаш деңиз армийә қоманданлиқ иштаби (MARCOM) «DYMA 24» маневириниң 26-феврал (бүгүн) дин 8-мартқичә өткүзүлидиғанлиқи тоғрисида йазма байанат елан қилди.

байанатта билдүрүлишичә, италийә деңиз армийәсиниң саһибханлиқида, түркийә , канада, фирансийә, германийә, гиретсийә, италийә, испанийә, әнглийә вә америка қатарлиқ натоға әза дөләтләр маневирға қатнишидикән. сиҗилйа арили деңиз тәвәликидә өткүзүлидиған маневирға, тоққуз дөләтниң һәрбий парахотлири, су асти парахотлири вә деңиз чарлаш айропиланлири қатнаштурулидикән.

ақдеңиздики «әң чоң вә әң мурәккәп су асти парахотлири маневири» дәп аталған бу қетимлиқ маневирда, түркийә деңиз армийәсиниң «TCG» вә «TCG Gediz» су асти парахотлири қатнаштурулиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر