әнглийәниң парахоти һуҗумға учриди

йәмәндә иранниң қоллиши астидики хусийлар түнүгүн (15-феврал) йәмәнниң җәнубидики әдән қолтуқида әнглийәниң «LYCAVITOS» парахотиға башқурулидиған бомба атқанлиқини елан қилди.

2103084
әнглийәниң парахоти һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: хусийларниң һәрбий байанатчиси йәһйа сәри йазма байанат елан қилип, йәмәнниң җәнубидики әдән қолтуқида һәрикәт қиливатқан әнглийәниң «LYCAVITOS» намлиқ парахотиға «мувапиқ деңиз башқурулидиған бомбиси» атқанлиқини қәйт қилди.

у мәзкур һуҗумниң пәләстин хәлқини қоллаш үчүн қилинғанлиқини әскәртип, бу мәқсәт үчүн йәниму илгирилигән һалда америка вә әнглийәниң йәмәнгә қилған һуҗумлирға инкас қайтуруш үчүн техиму көп тәдбир қоллиниш басқучида икәнликлирини әскәртти.

байанатта, һуҗумниң ақивити һәққидә һечқандақ учур берилмиди. әнглийәму һазирғичә һуҗум тоғрисида һечқандақ байанат елан қилмиди.

йәнә бир тәрәптин, хусийларниң «әлмәсирә» қанилиниң хәвиригә қариғанда, америка вә әнглийә қизил деңиз қирғиқидики һудәйдә шәһиригә қарашлиқ әл җеббанә районини икки қетим бомбардиман қилған.

«әлмәсирә» қанили һуҗум йүз бәргән күни елан қилған хәвирдә, америка вә әнглийәниң һудәйдә шәһиригә қарашлиқ бәйт әл факиф райониға һуҗум қилғанлиқини билдүргән иди.

йәмәндә иранниң қоллиши астидики хусийлар 31-өктәбир (2023) дин тартип исираилийәниң ғәззәдики һуҗумлириға җаваб қайтурушни сәвәб қилип, йәмән деңиз тәвәликидә исираилийә ширкәтлиригә четишлиқи барлиқини илгири сүргән сода парахотлирини мусадирә қилишни, бәзилиригә учқу вә башқурулидиған бомбилар билән һуҗум қилишни башлиған иди.

америка һәрбий қисимлири нурғун қетим йәмәндин етилған башқурулидиған бомба вә учқуларниң етип чүшүрүлгәнликини елан қилған иди.

нурғун хәлқаралиқ деңиз тиранспорт ширкәтлири хусийларниң һуҗумлири сәвәбидин қизил деңиздики парахот қатнишини бикар қилди.

дунйа содисиниң тәхминән %12 и ақдеңизни қизил деңизға туташтуруп, йавропа билән асийа оттурисидики мусапини қисқартидиған сүвәйиш қанили арқилиқ әмәлгә ашиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر