хусийлар қизил деңизда америка уруш парахотиға зәрбә бәргәнликини елан қилди

йәмәндә иранниң қоллиши астидики хусийлар өзлириниң қизил деңизда америка деңиз армийәси уруш парахотиға башқурулидиған бомба билән зәрбә бәргәнликини елан қилди.

2095642
хусийлар қизил деңизда америка уруш парахотиға зәрбә бәргәнликини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: хусийларниң һәрбий байанатчиси йәһйа сәри екис (X( адресида елан қилған байанатида, хусийларниң қизил деңизда америка деңиз армийәсигә қарши елип барған һуҗуми һәққидә мәлумат бәрди.

йәһйа сәри америка деңиз армийәсиниң «USS Gravely» намлиқ қоғлиғучи парахотиға «мувапиқ деңиз башқурулидиған бомбиси» билән зәрбә бәргәнликини, бу һуҗумниң пәләстин хәлқини қоллаш, америка вә әнглийәниң йәмәнгә қилған һуҗумиға җаваб қайтуруш үчүн елип берилғанлиқини билдүрди.

у: «йәмән қораллиқ қисимлири қизил деңиз вә оман деңизида дөлитимизгә қарши һуҗумға қатнашқан америка вә әнглийәниң барлиқ уруш парахотлириниң, армийәмизниң һуҗум нишани даирисидә икәнликини шундақла дөлитимиз, хәлқимиз вә миллитимизниң қанунлуқ қоғдиниш һәқ -һоқуқи рамкисида һуҗум нишани қилинидиғанлиқини тәкитләйду» деди.

у йәмән хәлқиниң пәләстин мәсилисигә тутқан позитсийәси тәрәпкә диққәтләрни тартип: «ғәззәгә қилиниватқан һуҗум тохтиған вә қоршав бекар қилинғичә йәмән қораллиқ қисимлири исраилийәниң игидарчилиқидики йаки униңға четишлиқ парахотларниң ишғалийәт астидики пәләстин портлириға бериши вә меңишиниң алдини елишни давамлаштуриду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر