америка шиветсийәниң илтимасиниң тәстиқланғанлиқидин мәмнун икәнликини билдүрди

америка җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң шиветсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилати-натоға кириш илтимасиға мунасивәтлик қарарға имза қойғанлиқидин мәмнунлуқ һес қилғанлиқини билдүрди.

2093761
америка шиветсийәниң илтимасиниң тәстиқланғанлиқидин мәмнун икәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири антони блинкен екс (X) адресида һәмбәһрлигән учурида: «түркийә җумһур рәиси әрдоғанниң шиветсийәниң натоға кириш илтимасини тәстиқлиғанлиқини хушаллиқ билән қарши алимиз» деди.

у учурида йәнә, шиветсийәниң натоға әза болуш һөҗҗәтлириниң вашингтонға йәткүзүлүшини вә натониң 32-әзаси болушини тәқәззалиқ билән күтүватқанлиқлирини әскәртип: «шиветсийә вә иттипақ бирликтә техиму күчлүк болиду» деди.

түркийә җумһур рәислик мәһкимиси учур-алақә ишлири идарисиниң екс адресида түнүгүн (25-йанвар) елан қилинған байанатида, «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған шиветсийәниң натоға әза болуш илтимасиға мунасивәтлик бүйүк милләт мәҗлисидә қобул қилинған қанунни елан қилиш тоғрисида пәрман чүшүрди вә шиветсийәниң натоға әза болуш келишимини тәстиқлиди» дейлгән иди.

түнүгүн рәҗәп таййип әрдоғанниң пәрмани рәсмий гезиттә елан қилинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر