шималий корейә сериқ деңизға қаритип чарлиғучи башқурулидиған бомба қойуп бәрди

шималий корейәниң сериқ деңизға қаритип чарлиғучи башқурулидиған бомба қойуп бәргәнлики билдүрүлди.

2092659
шималий корейә сериқ деңизға қаритип чарлиғучи башқурулидиған бомба қойуп бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий корейә армийә баш иштабиниң байанатида, шу йәр вақти әтигән саәт 07:00 әтрапида қойуп берилгән башқурулидиған бомбиниң шималий корейәниң сентәбир (2023) дин кейин синақ қилған тунҗи чарлиғучи башқурулидиған бомбиси икәнлики уқтурулди.

байанатта, җәнубий корейә армийәсиниң һошйарлиқни күчәйткәнлики тәкитлинип, шималий корейәниң иғвагәрчиликини назарәт қилиш үчүн америка билән һәмкарлишип хизмәт қиливатқанлиқи билдүрүлди.

байанатта, қуруқлуқтин қойуп берилгәнлики тәхмин қилинған вә сани билдүрүлмигән «Hwasal-1» йаки «Hwasal-2» типлиқ башқурулидиған бомбиниң қисқа мусапилиқ әмәслики уқтурулди.

шималий корейәниң рәсмий агентлиқи (KCNA) ниң 19-йанвар (2024) дики хәвиригә асасланғанда, шималий корейәдә тәтқиқ қилиниватқан «Haeil-5-23» су асти йадро қорал системисиму синақ қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر