америка билән һусийлар бир-биригә һуҗум қилди

йәмәндә иранниң қоллиши астидики һусийлар әдән боғузида американиң бир парахотиға башқурулидиған бомба етип дәл тәгкүзгәнликлирини елан қилди.

2090675
америка билән һусийлар бир-биригә һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: һусийларниң армийә байанатчиси йәһйа сәри өзлириниң «әл масираһ» телевизийәсидә байанат елан қилип, «һәрбий қисимлиримиз изилгән пәләстин хәлқигә йардәм қилиш вә америка билән әнглийәниң йәмәнгә қаратқан таҗавузчилиқиға җавабән, деңиз армийә қисимлиримиз американиң әдән боғузидики <ким рангер> парахотиға башқурулидиған бомба атти, бомбилар нишанға дәл тәгди» деди.

америка армийәси болса, йәмәндә иранниң қоллиши астидики һусийлар контрол қиливатқан районда икки данә парахотқа һуҗум қилидиған башқурулидиған бомба қойуп бериш суписини пачақлап ташлиғанлиқини елан қилди.

америка мәркизий қоманданлиқ иштаби (CENTCOM) йеқинқи күнләрдә қизил деңиздики һәрикәтлири билән күнтәртипкә келиватқан гуруппиға зәрбә берилгәнликини билдүрди.

байанатта, «қизил деңизда қатнаш-тиранспортниң әркинликини қоғдаш, америка вә шериклириниң деңиз қатнишиға қаритилған һуҗумларниң алдини елиш үчүн давамлишиватқан көп дөләтлик тиришчанлиқлар арқа көрүнүшидә, америка мәркизий қоманданлиқ иштаби  18-йанвар  йәмәндә һусийларниң контроллуқидики районларда қойуп берилишкә тәййарланған вә  қизил деңизниң җәнубини нишанға алған икки данә башқурулидиған бомба суписини пачақлап ташлиди» дейилди.

байанатта, пачақлап ташланған вә америка қисимлири тәрипидин байқалған башқурулидиған бомбиларниң сода парахотлири һәмдә америка һәрбий пархотлири үчүн «чоң тәһдит» икәнлики, «өзини қанунлуқ қоғдаш һоқуқи» мәқситидә пачақлап ташланғанлиқи қәйт қилинди.

йәмәндә иранниң қоллиши астидики һусийлар 31-өктәбирдин тартип исираилийәниң ғәззәдики һуҗумлириға җаваб қайтурушни сәвәб қилип, йәмән деңиз тәвәликидә исираилийә ширкәтлиригә четишлиқи барлиқини илгири сүргән сода парахотлирини мусадирә қилишни, бәзилиригә учқу вә башқурулидиған бомбилар билән һуҗум қилишни башлиған иди.

америка һәрбий қисимлири нурғун қетим йәмәндин етилған башқурулидиған бомба вә учқуларниң етип чүшүрүлгәнликини елан қилған иди.

дунйадики нурғун хәлқаралиқ деңиз тирансипорт ширкәтлири һусийларниң һуҗумлири сәвәбидин қизил деңиздики парахот қатнишини бикар қилди.

дунйа содисиниң тәхминә %12 и ақдеңизни қизил деңизға туташтуруп, йавропа билән асийа оттурисидики мусапини қисқартидиған сүвәйиш қанили арқилиқ әмәлгә ашиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر