корейә йерим арилида үч дөләт маневир өткүзди

җәнубий корейә, америка вә йапонийә корейә йерим арилиниң җәнубида бирләшмә деңиз маневири өткүзди.

2089774
корейә йерим арилида үч дөләт маневир өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий корейә армийә қоманданлиқ иштаби үч дөләтниң корейә йерим арилиниң җәнубида бирләшмә деңиз маневири өткүзгәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, җеҗу арили әтрапида өткүзүлгән бирләшмә деңиз маневириға, американиң «USS Carl Vinson» авийаматкасини өз ичигә алған үч дөләтниң 9 уруш парахотиниң қатнашқанлиқи билдүрүлди.

байанатта, маневирға қатнашқан дөләтләрниң «шималий корейәниң йадро, башқурулидиған бомба вә деңиз тәһдитлиригә тақабил туруш иқтидарини күчәйтиш» ни мәқсәт қилғанлиқи, маневирниң 15-йанвар башланғанлиқи вә бүгүн (17-йанвар) ахирлашқанлиқи қәйт қилинди.

шималий корейә 15-йанвар йуқири сүрәттә вә қаттиқ йеқилғу билән учидиған оқ бешиға игә оттура мусапилиқ башқурулидиған бомбини синақ қилғанлиқини елан қилған иди.

шималий корейә рәһбири ким җоңун җәнубий корейәгә «мәңгүлүк дүшмән» дәп ениқлима берилиши үчүн, асасий қанунға қайтидин түзүтүш киргүзүшни чақириқ қилған иди.

ким җоңун җәнубий корейә билән американи һәрбий маневир өткүзүп вә истратегийәлик қоралларни орунлаштуруп, корейә йерим арилини еһтимали болған уруш райониға айландуруш билән әйибләп, җәнубий корейә билән қайтидин бирлишиш үстидә издинишниң «мумкин әмәслики» ни тәкитлигән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر