сүрийәниң дәйризор вилайитидә, америка базиси һуҗумға учриди

сүрийәниң дәйризор вилайитидә, иранниң қоллиши астидики террорлуқ гуруппилири америка армийәси җайлашқан һәрбий базиға ракетамийотлар билән һуҗум қилди.

2088593
сүрийәниң дәйризор вилайитидә, америка базиси һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: йәрлик мәнбәләрдин игиләнгән учурларға асасланғанда, дәйризорда иранниң қоллиши астидики гуруппилар америка армийәси орунлашқан конико тәбиий газ завутидики һәрбий базиға ракетамийотлар билән һуҗум қилған.

американиң һава мудапиә системиси ракетамийотлардин иккини нишанға йетип бериштин бурун пачақлап ташлиған вә бир ракетамийот базиниң әтрапиға чүшкән.

йәнә бир тәрәптин, америка армийәсиму фират дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики һашшам йезисидики иранниң қоллиши астидики гуруппиларниң базилириға ракетамийот билән һуҗум қилип, җаваб қайтурған.

һасәкә вә дәйризорда америка армийәсиниң базилири йил бешидин буйан пат-пат ракетамийот вә камиказе учқучисиз айропиланлири билән һуҗумға учрап кәлмәктә.

фират дәрйасиниң шәрқидики дәйризор райони америка қоллаватқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң ишғалийити астида болуп, вилайәт мәркизи вә башқа йезилар болса, бәшшар әсәд қисимлири билән иран қоллаватқан террорлуқ  гуруппилириниң контроллуқида турмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر