шималий корейә йапонийә деңизиға йәнә башқурулидиған бомба атти

шималий корейәниң йапонийә деңизи (шәрқий деңиз) ға қаритип баллистик башқурулидиған бомба қойуп бәргәнлики билдүрүлди.

2088401
шималий корейә йапонийә деңизиға йәнә башқурулидиған бомба атти

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий корейә армийә баш иштабиниң байанатида, шималий корейәниң шу йәрниң вақти саәт 14:58 дә йапонийә деңизиға қаритип баллистик башқурулидиған бомба қойуп бәргәнлики уқтурулди.

байанатта, буниң шималий корейәниң 2024-йилида синақ қилған тунҗи баллистик башқурулидиған бомбиси икәнлики тәкитләнди.

йапонийә дөләт мудапиә министирлиқи мәсулиму башқурулидиған бомбиниң йапонийә дөләтлик мәхсус райониниң сиртиға чүшкәнликини елан қилди.

йапонийә һөкүмити баш вәзирликигә қарашлиқ кризисләрни бир тәрәп қилиш ишханисида башқурулидиған бомба чүшкән районда йүз бериш еһтимали болған зийанни баһалаш тәтқиқати елип бериливатқанлиқи билдүрүлди.

йапонийә баш вәзири кишида фумио мухбирларға бәргән байанатида, районда һәрикәт қиливатқан һава вә деңиз елементлириниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш шундақла күтүлмигән әһвалларға тәййарлиқ қилиш тоғрисида йолйоруқ бәргәнликини билдүрди.

шималий корейә ахириқи қетим  17 - декабирда қисқа мусапилиқ баллистик башқурулидиған бомба синақ қилған вә 18-декабирда болса, қитәләр ара башқурулидиған бомба «Hwasong-18» ни синақ қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر