блинкен бүгүн кәчтә түркийәгә келиду

америка ташқи ишлар министири антоний блинкен ғәззәдики өзгиришләрни музакирә қилиш үчүн түркийәгә келиду.

2084868
блинкен бүгүн кәчтә түркийәгә келиду

түркийә авази радийоси хәвири: дипломатик мәнбәләрдин игиләнгән учурларға асасланғанда, америка ташқи ишлар министири антоний блинкен бүгүн кәчтә истанбулға келиду.

антоний блинкенниң түркийәдики учришишлири даирисидә түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фидан билән көрүшүши вә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тәрипидин қобул қилиниши күтүлмәктә.

америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси матев миллер түнүгүн өткүзүлгән күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, министир антоний блинкенниң түркийә, гиретсийә, ийорданийә, қатар, әрәб бирләшмә хәлипилики, сәуди әрәбистан, исраилийә, ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқи вә мисирни зийарәт қилип, мәнсәпдашлири билән «исраилийәниң 7-өктәбирдин кейин һамасқа қарши елип бериватқан һәрбий һәрикити, ғәззәгә инсанпәрвәрлик йардими йәткүзүп беришни көпәйтиш вә әсирләрниң қойуп берилиши» қатарлиқ бир қатар һалқилиқ мәсилиләрни музакирә қилидиғанлиқи вә пикир алмаштуридиғанлиқини ейтти.

матев милер ташқи ишлар министири антоний блинкенниң түркийә зийарити җәрйанида, «узун йиллиқ район характерлик һәмкарлиқлар» вә шиветсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға әза болуши йолида ташлиниватқан қәдәмләр тоғрисида сөзлишидиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر