антони блинкен италийә муавин баш министири вә ташқи ишлар министири билән көрүшти

америка ташқи ишлар министири антони блинкен билән италийәниң муавин баш министири вә ташқи ишлар министири антонийо таҗани телефонда көрүшти.

2083538
антони блинкен италийә муавин баш министири вә ташқи ишлар министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатиға асасланғанда, блинкен билән таҗани ғәззәдики инсанпәрвәрлик киризиси вә һамас билән исраилийә оттурисидики тоқунушни ахирлаштурушниң тәхирсизликини тәкитләшкән.

икки министир йәнә, 2022-йили 24 – февралдин бери давам қиливатқан русийә-украина урушида украинани күчлүк қоллайдиғанлиқлирини тәкрарлашқан.  

италийә 2024-йили г 7 дөләтләр гуруһуниң нөвәтчи рәислик вәзиписини тапшурувалиду.

сөһбәттә икки министир дунйави хирисларни бирликтә һәл қилишқа вәдәләшкән һәмдә йәмәндә иранниң қоллиши астидики хусийларниң қизил деңиздики сода парахотлириға һуҗум қилиш арқилиқ хәлқараниң мәнпәәтигә елип келидиған тәһдитлириниму музакириләшкән.

блинкен билән таҗани һайтидики бихәтәрлик вәзийитини муқимлаштуруш вә демократийәгә қайтиш үчүн шараит һазирлаш мәқситидә һайти үчүн көп дөләтлик бихәтәрлик йардәм әтрити қурушниң муһимлиқини тилға елишқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر