русийә: әскәр санимизни 1 милйон 500 миңғичә көпәйтимиз

русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу кәлгүсидики ташқи тәһдитләргә мас һалда армийәдики әскәр санини 1 милйон 500 миңғичә көпәйтидиғанлиқлирини билдүрди.

2078746
русийә: әскәр санимизни 1 милйон 500 миңғичә көпәйтимиз

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт москвада, дөләт мудапиә министирлиқиниң кеңәйтилгән йуқири дәриҗилик әмәлдарлар йиғини өткүзүлди.

йиғинға, русийә пиревзиденти владимир путин, мудапиә министири сергей шойгу вә башқа һәрбий әмәлдарлар қатнашти. дөләт мудапиә министири сергей шойгу русийә-украина уруши үстидә тохтилип: «алаһидә һәрбий һәрикәт башлиништин илгири луханск вә донетск хәлқ җумһурийәтлириниң земинидин бәш һәссә чоң болған земин, русийә армийәси тәрипидин азад қилинди. реферандумларниң нәтиҗисидә, русийә федератсийәсигә чоңлуқи 83 миң кивадрат километир келидиған 5 милйон нопусқа игә йеңи төт район киргүзүлди. азақ деңизида русийәниң деңиз армийә тәвәлики шәкилләндүрүлди»  деди.

у украина армийәсиниң ийун (2023) да башлиған қайтурма һуҗумлирида еғир зәрбә йигәнликини билдүрүп, мундақ деди:

«һәрбий һәрикәт башланғандин буйан украина армийәсидә өлгән вә йариланған әскәрләр сани 383 миңдин ашти. 14 миң данә танка вә һәр хил биронивек, 553 айропилан, 259 тик учар, 8 миң 500 дин артуқ дала зәмбирики, минамийотлар пачақлап ташланди. 1427 полшалиқ, 466 америкалиқ, 344 әнглийәлик болуп, җәмий 5 миң 800 дин артуқ йалланма әскәр өлтүрүлди. украинада 103 нәпәр уруш җинайәтчиси йоқитилди.»

у русийәниң мудапиә санаитиниң ишләпчиқириш иқтидарини төт һәссә күчәйтидиғанлиқлирини қәйт қилди.

у мушу бир йил ичидә тәхминән 490 миң нәпәр тохтамлиқ вә пидаий әскәрниң елинғанлиқини, армийәдә чәт әллик «пидаий әскәрләр» саниниң йәттә һәссә көпәйгәнликини, йалланма әскәрләр саниниң болса алтә һәссә көпәйгәнликини, 650 миң әскәрниң украинада «тәҗрибигә игә болғанлиқи» ни әскәртти.

у ахирида, владимир путинниң әскәр санини 1 милйон 320 миңға чиқириш тоғрисидики пәрмани үстидә тохтилип: «кәлгүсидики ташқи тәһдитләргә мас һалда армийәдики әскәр сани 1 милйон 500 миңғичә көпәйтилиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر