қораллиқ вә ниқаблиқ йәһудий көчмәнләр ғәрбий қирғақта иғвагәрчилик қилмақта

қораллиқ вә ниқаблиқ йәһудий көчмәнләр ишғалийәт астидики ғәрбий қирғаққа җайлашқан әлхәлил шәһиридә, бир пәләстин йезисиға қарашлиқ мәктәпкә бесип кирди.

2063679
қораллиқ вә ниқаблиқ йәһудий көчмәнләр ғәрбий қирғақта иғвагәрчилик қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: иҗтимаий таратқуларда тарқалған вә қаттиқ наразилиқ қозғиған вәқәниң көрүнүшлири, мәктәпкә бесип киргән йәһудий көчмәнләргә қаршилиқ көрсәткән бир пәләстин пуқраси тәрипидин синға елинди.

рәсимләр вә көрүнүшләрни һәмбәһрлигән исраилийә һәқ - һоқуқ тәшкилати йеш дин йүзигә маска тақап, қолида америкада йасалған M16 типлиқ аптоматларни көтүрүшүвалған һәмдә һәрбий форма кийивалған икки йәһудий көчмәнниң алхәлилгә қарашлиқ месафир йатта районидики тувани мәктипигә бесип киргәнликини билдүрди.

көрүнүшләрдә, мәктәптики қоралсиз пәләстинликниң пәләстин байриқини бинадин етип ташлимақчи болған йәһудий көчмәнләргә батурлуқ билән қаршилиқ көрсәткәнлики вә уларни мәктәптин қоғлап чиқарғанлиқи көриниду. қораллиқ йәһудий көчмәнләр исраилийә әскәрлири кәлгәндин кейин мәктәптин айрилиду.

йәнә бир тәрәптин, пәләстин ташқи ишлар министирлиқи ғәрбий қирғақта исраилийәлик ишғалчиларниң пәләстинликләргә қаратқан иғвагәрчиликиниң күчийиватқанлиқи тәрәпкә һәмминиң диққитини тартти.

министирлиқниң байанатида, бу иғвагәрчиликкә исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу вә оңчил дөләт бихәтәрлик министири итамар бен-гвирниң җавабкар икәнлики тәкитләнди.

байанатта, хәлқара җәмийәткә иғвагәрчиликни тохтитиш үчүн һәрикәткә өтүш чақириқ қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر