блинкен түркийәдә зийарәттә болиду

америка қошма иштатлири дипломатийә министири антони блинкен түркийәдә зийарәттә болиду.

2059231
блинкен түркийәдә зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: дипломатик мәнбәләрниң билдүрүшичә, америка қошма иштатлири дипломатийә министири антони блинкен 5 – нойабир (2023) күни түркийәдә зийарәттә болидикән.

блинкен әтә (3-нойабир) исраилийә вә ийорданийәни тәкрар зийарәт қилидикән. шуниң билән у, исраилийә билән пәләстин оттурисидики тоқунушлар партлиған 7 – өктәбир (2023) дин буйан исраилийәни үчинчи қетим зийарәт қилған болидикән.

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси маттев миллер бу һәқтә елан қилған байанатида, блинкенниң җүмә күни исраилийә вә ийорданийәдә зийарәттә болидиғанлиқини әскәртип мундақ деди:

«блинкен исраилийәниң хәлқара инсанпәрвәрлик қануниға асасән өзини қоғдаш һоқуқини қоллайдиғанлиқимизни қайта тәкитләйду, шундақла  барлиқ тәдбирләрдин пайдилинип пуқраларниң өлүм нисбитини әң төвән чәккә чүшүрүшниң зөрүрлүки вә инсанпәрвәрлик йардәм паалийәтлири һәққидә исраилийә даирилири билән  өзара пикир алмаштуриду.»

һамасниң һәрбий қанити болған қассам биригадилири 7-өктәбир (2023) шәнбә күни исраилийәгә қарши «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқлирини елан қилғаниди.ғәззәдин исраилийәгә миңлиған ракетамийот етилған, қораллиқ гуруппиларму райондики олтурақ районларға бесип киргәниди.

исраилийә армийәси болса, уруш айропиланлири билән ғәззә шәһиригә «төмүр қилич һәрикити» қозғиғанлиқлирини билдүргәниди.

исраилийә даирилириниң билдүрүшичә, ғәззә райониға қаритилған һуҗумлар давамида, 315 әскәрни өз ичигә алған 1400 дин артуқ исраилийәлик өлгән, 5132 киши йариланған.

10-айниң 31-күнидин буйан ғәззә районида давамлишиватқан тоқунушларда өлгән исраилийә әскәрлириниң сани 17 гә йәткән.

исраилийә армийәси байанатчиси данийал хагариниң ейтишичә, һамасниң һәрбий қанити болған қассам биригадилириниң қолида 240 исраилийәлик әсир бар икән.

ғәззәдики пәләстин сәһийә министирлиқиниң билдүрүшичә, исраилийәниң һуҗумлирида 3648 бала вә 2290 айални өз ичигә алған 8796 пәләстинлик қаза қилған, 22 миң 219 адәм йариланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر