қассам биригадилири: исираилийәниң әсирләрни қутқузушиға 20 йил кетиду

һамасниң қораллиқ қанити қассам биригадилири бәзи чәт әллик әсирләрни ғәззәдә тутуп турушни халимиғанлиқи үчүн қойуп беридиғанлиқини вастичиларға уқтурғанлиқини елан қилди.

2058800
қассам биригадилири: исираилийәниң әсирләрни қутқузушиға 20 йил кетиду

түркийә авази радийоси хәвири: қассам биригадилири байанатчиси әбу убәйдә тарқатқан видеосида, исираилийәниң қоршави астидики ғәззәдә тутуп турулуватқан исираилийәлик вә чәт әллик әсирләр тоғрисида мәлумат бәрди.

у охшимиған дөләтләрдин кәлгән тәләпләр бойичә қоллиридики бәзи чәт әллик әсирләрни ғәззәдә тутуп турушни халимиғанлиқлири үчүн пат йеқинда қойуп беридиғанлиқлирини вастичиларға уқтурғанлиқини билдүрүп: «биз уларни ғәззәдә тутуп турушқа еһтийаҗлиқ әмәс» деди.

у исираилийәниң бир әскирини қуруқлуқ һәрикити билән қутқузғанлиқи тоғрисидики байанати үстидә тохтилип: «исираилийәниң қассам биригадилири тутуп туруватқан әсирләрни тепиши мумкин әмәс» деди вә буниң ғәззәдә башқа гуруппилар йаки шәхсләрниң қолидики әсирләрдин бири болуши мумкинликини қәйт қилди.

у: «әгәр баш министир нетанйаһу бир әсирни бир айлиқ уруштин кейин қутқузулғанлиқи тоғрисида махтанса вә буни тәбриклисә, ғәззәдики қалған әсирләрни бу усул билән қутқузушиға 20 йил кетиду» деди.

у нетанйаһуниң ғәззәдә дуч келидиған мәғлубийәт билән сийасий келәчикиниң ахирлишидиғанлиқини тәкитләп: «бу ишғалийәтчиләрниң ақивити үчүн башланғуч болиду» деди.

исираилийә армийәси ғәззәгә қуруқлуқтин киришни башлиған күндин буйан исираилийәниң 22 һәрбий аптомобилиниң пачақлап ташлиғанлиқлирини, қассам биригадилири әзалириниң исираилийә күчлири билән уруш қилип, еғир зийан салғанлиқини билдүрди.

у исираилийә армийәсидин мудапиәлиниш һәрикитиниң давамлишидиғанлиқини, бу һәрикәтләрниң техи башланғуч икәнликини тәкитләп: «ғәззә дүшмәнниң мазири болиду» деди.

у ахирида, йеқинқи күнләрдә ғәззә деңиз тәвәликидә тунҗи қетим ишлитилгән торпидалар билән деңиздики бәзи нуқтиларға һуҗум тәшкилләнгәнликини сөзлиригә илавә қилди.

һамасниң һәрбий қанити қассам биригадилири 7-өктәбир (2023) дә исраилийәгә «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқини елан қилған вә буниңға қарши исраилийә армийәсиму уруш айропиланлири билән ғәззә райониға қарши «төмүр қилич» һәрикитини башлиғанлиқини җакарлиған иди.

күнсери кәскинлишиватқан тоқунушларда, икки тәрәптин миңлиған киши җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر