исраилийә уруш айропиланлириниң ғәззәгә қилған кечидики һуҗумида  24 киши қаза қилди

исраилийә уруш айропиланлири кечидә (8-өктәбир) ғәззә райониниң һәрқайси җайлириға һава һуҗуми елип барди, һуҗумида 24 киши қаза қилди.

2048022
исраилийә уруш айропиланлириниң ғәззәгә қилған кечидики һуҗумида  24 киши қаза қилди

түркийә авази радйоси хәвири: ғәззәдики дохтурхана вә бихәтәрлик мәнбәлиридин игиләнгән учурларға асасланғанда, ғәззәниң мисир чеграсиға йеқин рәфаһ шәһиридики әбу һилал җәмәтиниң өйигә исраилийә уруш айропиланлири қилған һава һуҗумида, аилидин 18 киши қаза қилған, бәзи йариланғанларму болған.

шәһәрниң бәйт лахйә районидики бәзи аилә қоролири һавадин бомбардиман қилинған, нәтиҗидә  бир киши қаза қилип, 20 дин артуқ киши йариланған.

хан йунус шәһиридики әбул әмрәйин аилисигә тәвә өйму исраилийә уруш айропиланидин етилған ракетаниң һуҗумиға учрап, бәш киши җенидин айрилған, нурғун киши йариланған.

исраилийә уруш айропиланлири йәнә ғәззәниң шәрқидики шуҗаиййә районида, һамас һәрикитиниң қурғучилиридин бири болған вә сийасий бейро әзаси раһви муштәһаниң өйигә һавадин һуҗум қилған.

кәчтә күчлүк һава һуҗуми елип берилған, бомбардиман шәһәрниң нурғун җайлирида тохтимай давамлашқан.

исраилийә қисимлири ғәззәгә һава һуҗумини давамлаштурмақта. ғәззәдики қаршилиқ гуруппилириму ракета билән җаваб қайтурмақта.

исраилийә қисимлири ғәззәгә һавадин һуҗум қилғандин башқа йәнә, ғәрбий қирғақтики һуҗумлириниму күчәйтти.

пәләстин сәһийә министирлиқиниң байанатида, исраилийә қисимлириниң шәнбә күни (7- өктәбир) дин буйан қуддусниму өз ичигә алған һалда ғәрбий қирғақтики шәһәр вә наһийәләрни, әл хәлил рамаллаһ, әриһа, наблус вә қалқилийәдә елип барған һуҗумлирида җәмий 14 пәләстинликниң қаза қилғанлиқи билдүрүлди.  

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر