имранхан равалпиндидики түрмигә йөткәлди

пакистанниң сабиқ баш министири имранхан тутуп турулуватқан атток түрмисидин пайтәхт исламабадқа қошна равалпиндиға җайлашқан адийала түрмисигә йөткәлди.

2042932
имранхан равалпиндидики түрмигә йөткәлди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан таратқулиридики хәвәрләрдә қәйт қилинишичә, исламабад алий сот мәһкимиси имранханниң адвокатлириниң тәлипи бойичә уни исламабадқа қошна равалпиндидики түрмигә йөткәшни қарар қилған. имранхан оқ өтмәс аптомобилда атток түрмисидин равалпиндидики адийала түрмисигә апирилған.

 исламабад алий сот мәһкимиси имранхан билән сабиқ ташқи ишлар министири шаһ мәһмут қурәйшиниң «дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш» җинайити билән әйибләнгәнлики сәвәбидин тутуп турулуш вақтини 10-өктәбир (2023) гичә 14 күн узартти.

пакистан сақчилири 5-авғуст (2023) имранханни лаһор шәһиридики өйидә қолға алған иди.

имранхан үстидин чиқирилған үч йиллиқ қамақ җазаси 29-авғуст (2023) кечиктүрүлгәнлики сәвәбидин капаләт билән қойуп берилгән иди. әмма у, шу күнниң әтиси тәптиш мәһкимисиниң тәлипи бойичә «дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш» җинайити билән әйиблинип қайтидин тутулған иди.

сабиқ ташқи ишлар министири қурәйшиму охшаш җинайәт билән әйиблинип 19-авғуст исламабадтики өйидә қолға елинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر