фирансийә-италийә ташқи ишлар министирлири көрүшти

фирансийә ташқи ишлар министири катерине колонна билән италийәниң муавин баш министири, қошумчә ташқи ишлар министири антонийо таҗани түнүгүн (25-сентәбир) фирансийәниң пайтәхти парижда көрүшүп, көчмәнләр мәсилисини музакирә қилди.

2042159
фирансийә-италийә ташқи ишлар министирлири көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: колонна билән таҗани парижда әмәлгә ашурулған икки тәрәплик учришиш һарписида бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

колонна бу йәрдә қилған сөзидә, учришишта көчмәнләр мәсилисиниму музакирә қилидиғанлиқлирини байан қилип мундақ деди: «көчмәнләрниң сәлдәк еқишиға қарши италийә билән толуқ һәмкарлишиватимиз. дәрвәқә пүткүл йавропада һәмкарлиқ асасида һәрикәт қилғандила андин көчмәнләр мәсилисини һәл қилғили болиду. қанунсиз көчмәнләр мәсилисидә шу көчмәнләр кәлгән дөләтләр вә өткүнчи дөләтләр билән техиму көп һәмкарлиқ орнитишни нишан қиливатимиз.»

у йәнә, адәм әткәсчилиригә қарши күрәш қилишниң зөрүрлүкиниму сөзлиригә илавә қилди.

италийә ташқи ишлар министири антонийо таҗани болса, көчмәнләр мәсилисидә италийәниң фирансийә билән һәмкарлишишқа тәййар икәнликини байан қилип мундақ деди: «африқа қитәси вә оттура шәрқтики муқимсизлиқ нәзәрдә тутулғинида, б д т ниң көчмәнләр мәсилисидә хәлқара көчмәнләр тәшкилати вә б д т мусапирлар мәһкимисиниң васитиси арқилиқ һәрикәткә өтүши зөрүр дәп қараймиз.»

у көчмәнләрниң чарәсизликини сүйистемал қиливатқан җинайәтчиләргә қарши күрәш қилиш керәкликиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر