җосеп боррел қуран кәримни көйдүрүш һәрикәтлири һәққидә муһим сөз қилди

йавропа иттипақи ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп боррел қуран кәримни көйдүрүшкә охшаш һәрикәтләрниң террорчилар тәрипидин суйиистемал қилиниватқанлиқини ейтти.

2040551
җосеп боррел қуран кәримни көйдүрүш һәрикәтлири һәққидә муһим сөз қилди

 

түркийә авази радйоси хәвири: йавропа иттипақи ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп боррел қуран кәримни көйдүрүшкә охшаш һәрикәтләрниң террорчилар тәрипидин суйиистемал қилиниватқанлиқини вә үнүмлүк қарши туруш үчүн җәмийәттә кәң қорсақлиқни омумлаштурушниң зөрүрлүкини билдүрди.

боррел американиң нйуйорк шәһиридә өткүзүлгән б д т 78-нөвәтлик омумий кеңишигә қатнашти вә йәршари террорлуққа қарши күрәш мунбири (TMFK) ниң 13-нөвәтлик министирлар йиғинида ечилиш нутқи сөзлиди.

боррел мисир ташқи ишлар министири самих шукри билән бирликтә тәң дәриҗилик башлиқлиқ вәзиписини  өтигән мәзкур йиғинда, терорлуққа үнүмлүк зәрбә бериш үчүн җәмийәттә кәң қорсақлиқни тәшәббус қилиш керәкликини тәкитлиди.

җосеп боррел, «биз җәмийитимиздә иғвагәрчилик һәрикәтлири, чидимаслиқ вә өчмәнлик һәрикәтлиригә көпләп шаһит болмақтимиз. биз қуран кәримниң көйдүрүлгәнликини көрмәктимиз. булар террорлуқ унсурлири тәрипидин бурмиланған идиологийәсини йейиш, террорлуқ һәрикәтлирини тәшкилләш вә ишқа ашуруш үчүн қайта-қайта суйиистемал қилинмақта» деди.

боррел йазда шивитсийә вә данийәдә йүз бәргән қуран кәримни көйдүрүш һәрикити үстидә тохтилип, «йавропада бәзи кишиләрниң нурғун мусулманларни азаблиған һәрикәтлиридин кейин, йавропа иттипақи һәр қандақ шәкилдики диний өчмәнликни илгири сүрүшни қәтий рәт қилидиғанлиқини тәкрарлиди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر