америка: түркийә қиммәтлик иттипақдишимиз

америка қошма иштатлири түркийәниң өзлири үчүн қиммәтлик иттипақдаш дөләт икәнликини билдүрди.

2037680
америка: түркийә қиммәтлик иттипақдишимиз

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси матев миллер күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида бир соалға җаваб бәргәндә мундақ деди: «түркийә һөкүмити билән болған мунасивәтлиримиз иҗабий һәм қойуқ. дәрвәқә түркийә биз үчүн қиммәтлик иттипақдаш дөләт. америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин йеқинда һиндистанда чақирилған 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғинида түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән көрүшти.»

америка қошма иштатлири малийә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, чәт әл мәблиғини контрол қилиш ишханисиниң русийәниң украинаға қарши уруш қилиш иқтидарини аҗизлаштуруш үчүн, русийәниң сәрхиллири, санаәт саһәси, пул-муамилә аппаратлири вә технологийә билән тәминлигүчиләр нишан қилинған ембарголардин русийәниң өзини қачурушиға йардәмчи болған 3  түркийә ширкити билән бир түркийә пуқрасини «ембарго йүргүзүлидиғанлар тизимлики» гә киргүзгәнлики билдүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر