һақан фидан бүгүн иранниң пайтәхти теһранда зийарәттә болиду

ташқи ишлар министири һақан фидан бүгүн иранниң пайтәхти теһранда зийарәттә болиду.

2032283
һақан фидан бүгүн иранниң пайтәхти теһранда зийарәттә болиду

түркийә авази радйоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида, һақан фиданниң иранлиқ мәнсәпдиши һүсәйин әмир абдуллаһйанниң тәклипигә бинаән бүгүн иранға йетип баридиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, һақан фиданниң теһрандики зийарити даирисидә йуқири дәриҗилик учришишларда болидиғанлиқи тәкитлинип, «зийарәт даирисидә иран билән һәр саһәдики һәмкарлиқимизни йахшилаш пурсәтлири музакирә қилиниду. нөвәттики район характерлиқ вә хәлқаралиқ өзгиришләр һәққидә пикир алмаштурулиду» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر