америка ашлиқ келишими үчүн түркийәгә рәһмәт ейтти

америка ташқи ишлар министирлиқи түркийәниң қарадеңиз ашлиқ каридори келишимигә мунасивәтлик көрсәткән дипломатик тиришчанлиқлири үчүн рәһмәт ейтти.

2031758
америка ашлиқ келишими үчүн түркийәгә рәһмәт ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси түркийә ташқи ишлар министири хақан фиданниң түнүгүн (31-авғуст) москвада русийә ташқи ишлар министири сергей лавров билән көрүшүп, ашлиқ келишимини йеңилашниң әһмийити үстидә тохталғанлиқи тоғрисида йазма байанат елан қилди.

у: «түркийә билән башқа дөләтләрниң русийәни келишимгә қайтуруп келиш тиришчанлиқлирини қизғин қарши алимиз. қарадеңиз ашлиқ каридори келишимигә мунасивәтлик көрситилгән дипломатик вә әмәлий тиришчанлиқлири үчүн, натодики иттипақдишимиз түркийәгә тәшәккүр ейтимиз. » деди.

түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан москвада русийә ташқи ишлар министири лавров билән бирликтә өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, қарадеңиз ашлиқ келишими үстидә тохтилип: «дөлитимизниң тиришчанлиқлири нәтиҗисидә, б д т йеңи тәклип лайиһәси тәййарлиди. биз бу тәклип лайиһәсини қарадеңиз ашлиқ келишимини қайта йолға қойушниң мувапиқ асаси дәп қараймиз, тиришчанлиқлиримизни давамлаштуримиз. бу келишим һәм дунйа йемәк-ичмәк бихәтәрлики һәмдә қарадеңизниң муқимлиқи вә тинчлиқи үчүн пәвқуладдә муһим әһмийәткә игә» дегән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر