мексикада аптобус йүк аптомобили билән соқулуп кетип нурғун адәм өлди

мексикада көчмәнләр олтурған аптобус оксака вә пуебла өлкиси чеграсиға йеқин ташйолда йүк аптомобили билән соқулуп кетип 16 адәм өлди.

2028173
мексикада аптобус йүк аптомобили билән соқулуп кетип нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: оксака иштатлиқ  баш тәптиш мәһкимисиниң  билдүрүшичә, көчмәнләр олтурған аптобус куакнопалан-оксака ташйолида йүк аптомобили билән соқулуп кәткән.

 һадисидә бир бала вә 8 айални өз ичигә алған 16 адәм һайатидин айрилған, 36 адәм йариланған.

 йариланғанлар пуебладики дохтурханиға орунлаштурулған болуп, алақидар тармақлар қазаниң келип чиқиш сәвәбини тәкшүрмәктә икән.

оксака иштатиниң валийси саломон җара круз аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, қатнаш һадисисидә һайатидин айрилғанларниң аилә тавабиатлириға тәзийә билдүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر