данийәдики қуран кәримгә һуҗум қилиш қилмишлири давамлашмақта

данийәниң пайтәхти копенһагендики қуран кәримгә һуҗум қилиш қилмишлири давам қилмақта.

2022013
данийәдики қуран кәримгә һуҗум қилиш қилмишлири давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: исламға қарши қилмишлири билән тонулған «данийә вәтәнпәрвәрлири» намлиқ ашқун ирқчи гуруппа әзалири копинһагендики түркийә, алҗирийә, пакистан, һиндинозийә вә иран әлчиханилири алдида қуран кәримни көйдүрди.

қутратқулуқлирини сақчиларниң һимайиси астида әмәлийләштүргән иғвагәрләр, исламға қарши шоарларни товлиди вә қилмишлириниң көрүнүшлирини иҗтимаий таратқудики адреслирида биваситә тарқатти. фәйсбук бу гуруппиниң бир қисим синлирини чәклигәниди.

йеқиндин буйан шиветсийә билән данийәдә қуран кәримгә һуҗум қилиш қилмишлири әвҗ елип кәткән болуп, бу қилмишларниң сақчиларниң қоғдиши вә һөкүмәт даирилириниң рухсити астида елип берилиши түркийә қатарлиқ нурғун дөләтләрниң наразилиқини қозғимақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر