һақан фидан америкалиқ вә украиналиқ мәнсәпдашлири билән телефонда көрүшти

ташқи ишлар министири һақан фидан америкилиқ вә украиналиқ мәнсәпдашлири билән айрим айрим телефонда көрүшти.

2020712
һақан фидан америкалиқ вә украиналиқ мәнсәпдашлири билән телефонда көрүшти

түркийә авази радйоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи тәминлигән учурларға ассланғанда, һақан фидан америка ташқи ишлар министири антоний биллинкен билән телефонда көрүшкән.

биллинкенниң тәлипигә бинаән өткүзүлгән сөһбәттә, җәнубий кавказдики өзгиришләрдин башқа йәнә, әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики нормаллишиш мусаписи, қара деңиз ашлиқ тәшәббусиниң қайтидин җанландурилиши, қара деңизниң бихәтәрлики вә шималий атлантик әһди тәшкилатиниң кеңийиши қатарлиқ темиларму музакирә қилинған.

ташқи ишлар министири һақан фидан йәнә, украина ташқи ишлар министири димтро кулеба биләнму телефонда көрүшти.

сөһбәттә қара деңиз ашлиқ тәшәббусини қайтидин һәрикәткә өткүзүш үчүн ташлинидиған қәдәмләр музакирә қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر