данийәдики қуран кәримгә һуҗум қилиш қутратқулуқлири башқа шәһәрләргиму кеңәйди

чекидин ашқан оң қанатларниң данийәниң пайтәхти копенһагенда давамлишиватқан қуран кәримгә һуҗум қилиш қутратқулуқи дөләтниң башқа шәһәрлиригиму кеңәйди.

2020510
данийәдики қуран кәримгә һуҗум қилиш қутратқулуқлири башқа шәһәрләргиму кеңәйди

түркийә авази радийоси хәвири: исламға қарши қилмишлири билән тонулған ашқун милләтчи «данийә вәтәнпәрвәрлири» намлиқ гурупписиниң әзалири копенһагендики түркийә, ирақ, мисир, сәуди әрәбистан вә иран әлчиханилириниң алдида қуран кәримни көйдүрди вә исламға қарши пилакатларни көтүрүп, шоарларни товлиди.

пәйшәнбә күни өзиниң иҗтимаий таратқудики адресида учур һәмбәһриләп, қуран кәримгә қаратқан һуҗумлирини данийә миқйасида техиму күчәйткән һалда давамлаштуридиғанлиқини елан қилған мәзкур гуруппа, қутратқулуқлирини данийәниң оденсе вә веҗле шәһәрлиригә кеңәйтти.

гуруппа әзалири қуран кәрим вә җайнамазға дәссәп туруп тартқан көрүнүшлирини иҗтимаий таратқудики адресида биваситә тарқатти. уларниң йәнә түркийә байриқиға дәссигәнликиму көрүлди. мәзкур видео узун өтмәйла фәйсбук тәрипидин чиқирип ташланди.

қутратқулуқ сақчиларниң қоғдиши астида садир қилинди.

фәйсбук бу гуруппиниң бир қисим синлирини чәклигәниди.

йеқиндин буйан шиветсийә вә данийәдә қуран кәримгә һуҗум қилиш қилмишлири күнсери күчийиватқан болуп, даириләрниң бу хил қутратқулуқларға йол қойуши наразилиқа пәйда қилмақта.

данийәдики ислам дүшмини ашқун милләтчи бир гуруппа 28-ийул копенһагендики бир җамәниң алдида, 1 - авғуст түркийә, ирақ, мисир вә сәуди әрәбистанниң копенһагендики әлчиханилириниң алдида вә 3 – авғуст түркийә, ирақ, мисир, сәуди әрәбистан вә иран әлчиханилири алдида қуран кәримни көйдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر