америка: әрдоғанниң путин билән өткүзидиған ашлиқ келишими сөһбитидин үмидвармиз

америка қошма иштатлири җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң русийә президенти виладимир путин билән өткүзүши күтүлүватқан қара деңиз ашлиқ каридори келишимини әслигә кәлтүрүш тоғрисидики учришишиниң иҗабий болушидин үмидвар икәнликини билдүрди.

2015618
америка: әрдоғанниң путин билән өткүзидиған ашлиқ келишими сөһбитидин үмидвармиз

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси матев миллер күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди؛ у, җумһур рәис әрдоғанниң путин билән ашлиқ келишими тоғрисида сөзлишидиғанлиқини билдүргәнлики һәққидә тохтилип, учришиштта үнүм һасил қилинидиғанлиқиға ишинидиғанлиқлирини ейтти.

миллер әрдоғанниң путин билән ашлиқ келишими тоғрисидики байанатини тилға елип, өзлириниң мөлчәрләнгән учришишниң мувәппәқийәтлик болидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини байан қилди.

миллер сөзини давамлаштуруп: «силәрниңму билгиниңлардәк, җумһур рәис әрдоған җүмә күни йәниму илгирилигән һалда сөһбәт елип берип, пирезидент путинни қара деңиз ашлиқ келишимигә қайтип келишикә илһамландуридиғанлиқини ейтти» дегәнләрни қәйт қилди.

америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси миллер, түркийә вә русийә рәһбәрлириниң бу мәсилә тоғрисидики учришишиниң мувәппәқийәтлик болушини үмид қилидиғанлиқлирини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر