һиндистанда вухән вируси сәвәбидин өлгән киши өйигә қайтип кәлгән

һиндистанда икки йил илгири вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин өлгәнлики уқтурулуп, җәсәт көйдүрүш мурасими өткүзүлгән камлеш патидар өйигә қайтип кәлди.

1975932
һиндистанда вухән вируси сәвәбидин өлгән киши өйигә қайтип кәлгән

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистан таратқулиридики хәвәрләрдә билдүрүлишичә, вухән вируси сәвәбидин өлди дәп қаралған, мадһйа прадеш иштатиниң дхар шәһиридә йашайдиған патидар аридин икки йил өткәндин кейин өйигә қайтип кәлгән.

патидарниң туғқини мукеш патидар, камлеш патидарниң 2021-йили вухән вирусиниң иккинчи долқунида еғир кесәл сүпитидә гуҗарат дөләт дохтурханисиға апирилғанлиқини, дохтурханиниң узун өтмәй өзлиригә тапшуруп берилгән җәсәт үчүн мурасим өткүзгәнликлирини ейтти.

у патидарниң аридин икки йил өткәндә һаммисиниң өйигә кәлгәнликидин барлиқ аилә әзалири вә йеқинлириниң чөчүп кәткәнликини қәйт қилди.

у патидарниң икки йил бойичә қәйәрдә йүргәнлики тоғрисида бир нәрсә демигәнликини әскәртти.

канван районлуқ сақчи идарисиниң башлиқи рам синиг ратор байанат елан қилип, вухән вируси сәвәбидин өлди дәп қаралған патидарниң һәқиқий һекайисиниң байани елинғандин кейин айдиңлишидиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر