австиралийә хитай үстидин сунған әрзини қайтурувалди

австиралийә хитайниң арпа импортиға қаратқан йуқири таможна беҗини тәкшүрүш вәдисигә асасән, дунйа сода тәшкилати (WTO) ға сунған әрзини вақтинчә қайтурувалғанлиқини елан қилди.

1973350
австиралийә хитай үстидин сунған әрзини қайтурувалди

түркийә авази радийоси хәвири: австиралийә ташқи ишлар министири пенний воң (Penny Wong) хитай үстидин дунйа сода тәшкилатиға сунған әрзини вақитлиқ қайтурувалғанлиқлири тоғрисида байанат елан қилди.

у: «ишчи партийәси һөкүмитиниң хитай билән австиралийә арпа мәсилисидики ихтилапни һәл қилиш чариси үстидә издиниш тоғрисида келишим һасил қилдуқ» деди.

у хитайниң кәлгүси бир қанчә ай ичидә австиралийә ашлиқидин йуқири таможна беҗи елиш мәсилисини тәкшүрүш тоғрисида вәдә бәргәнликини әскәртип: «австиралийәму бу җәрйанда дунйа сода тәшкилатиға сунған әрзини вақитлиқ қайтурувалиду. әгәр таможна беҗи бәлгиләнгән вақит ичидә әмәлдин қалдурулмиса, әрз қайта сунулиду. хитайниң бу мәсилини тәкшүрүш үчүн тәклип қилған мөһләт, дунйа сода тәшкилатидики әрзни һәл қилиш вақтидин көп қисқа» деди.

канберра һөкүмити дунйа сәһийә тәшкилатиға 2020-йили мунасивәтлик тунҗи вәқәләр хитайда көрүлүшкә башлиған вухән вируси (Kovid-19) ниң келип чиқиши һәққидә мустәқил тәкшүрүш елип беришни илтимас қилғандин кейин, австиралийә билән хитайниң мунасивити начарлишишқа башлиған иди.

хитай буниңға қарита, австиралийәдин гөш импорт қилишни тохтатқан болуп, арпа импортиға %80 таможна беҗи алидиғанлиқини елан қилған иди.

бейҗиңниң импорт мәһсулатлириға қойған чәклимисиму сийасий ихтилапларни сода саһәсигә сөрәп киргән иди. бу қәдәмләр бейҗиң һөкүмитиниң австиралийәни вухән вирусиниң йилтизини тәкшүрүш тәлипини җазалашқа урунуши дәп қаралған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر