байдин вухән вирусиға мунасивәтлик җиддий һаләтни ахирлаштуруш қанунини тәстиқлиди
америка пирезиденти җо байдин вухән вируси (Kovid-19) ға мунасивәтлик дөләтниң җиддий һаләтни ахирлаштуруш қанун лайиһәсини тәстиқлиди.
түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти җо байдин конгрәниң җумһурийәтчи әзаси сунған вә конгрәниң һәр икки қанити қобул қилған 2020-йили елан қилинған вухән вирусиға мунасивәтлик җиддий һаләтни ахирлаштуруш қанун лайиһәсини тәстиқлиди.
америкада узун вақиттин буйан вухән вирусиға мунасивәтлик тәдбирләр бошитилған иди.
йуқум сәвәбидин йолға қойулған ваксина әмләш вә маска тақаш тәлипи қатарлиқ бир қатар бәлгилимиләргә қарши чиққан җумһурийәтчиләр, байдинниң өткән йили (2022) «йуқум ахирлашти» дегән байанатини тилға елип, бу қанун лайиһәсини күнтәртипкә елип кәлгән иди.
қанун лайиһәси авам палатасида 210 авазниң рәт қилиши, 220 авазниң қоллиши؛ кеңәш палатасида 23 авазниң рәт қилиши, 68 авазниң қоллиши билән һәр икки палатада мақуллуқтин өткән иди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
германийә баш министири түркийәгә зийарәткә келиду
германийә баш министири олаф шолз 19-өктәбир күни түркийәдә зийарәттә болиду.