иранда йәнә қиз оқуғучилар зәһәрләнди

иранниң саккиз шәһиригә җайлашқан мираҗ қизлар толуқ оттура мәктипи оқуғучилириниң химийәлик газ билән зәһәрләнгәнлики илгири сүрүлди.

1972372
иранда йәнә қиз оқуғучилар зәһәрләнди

түркийә авази радийоси хәвири: иран таратқулирида тарқалған видеоларда, мәктәпкә кәлгән ата-анилар билән хәвпсизлик күчлири арисида сүркилиш чиққанлиқи көрүлиду.

оқуғучиларниң зәһәрлинишигә сәвәб болған һуҗумға наразилиқ билдүргән саккизлиқлар, мәктәпкә есилған иран байриқини чүшүрүп, диний рәһбәр һаманейға қарши шоар товлиди.

таратқуларда һәмбәһирләнгән ведеоларда, мәктәпкә кәлгән қутқузуш аптомобиллиридин башқа, ата-аниларниң балилирини өзиниң аптомобиллири билән дохтурханиларға апарғанлиқи көрүлиду.

әң аз дегәндә 47 оқуғучиниң дохтурханиларға апирилғанлиқи, 20 дин артуқ оқуғучиниң әһвалиниң хәтәрлик икәнлики илгири сүрүлди.

иранниң мунасивәтлик органлиридин вәқәгә мунасивәтлик рәсмий байанат елан қилинмиди.

теһранда 13-сентәбир (2022) әхлақ сақчилири тәрипидин тутулғандин кейин әһвали йаманлишип апирилған дохтурханида җенидин айрилған 22 йашлиқ мәһса әмининиң 16-сентәбир җенидин айрилиши билән, мәмликәт миқйасида намайишлар партлиған иди.

иранда 30-нойабир (2022) дин тартип қизлар мәктәплиридә зәһәрлиниш вәқәлири йүз бәрмәктә. һазирғичә 238 мәктәптә 5 миңдин артуқ оқуғучи зәһәрләнди.

зәһәрләнгән оқуғучиларда нәпәс қийинлишиш, көңли елишиш, баш ағриш вә пут-қол мағдурсизлиниш қатарлиқ аламәтләр көрүлиду.

иран ички ишлар министирлиқи 11-март елан қилған йазма байанатида, пүтүн мәмликәттики мәктәпләрдә кәң көләмдә зәһәрлиниш делолири билән четишлиқ дәп гуман қилинған 100 дин артуқ кишиниң қолға елинғанлиқини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر