америкада нәпрәт җинайити 2021 - йили тәхминән %12 ашти

америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) ниң байанатиға асасланғанда, америкада сақчиға мәлум қилинған нәпрәт җинайити нисбити 2021 - йилида илгирики йилға селиштурғанда %11.6 ашқан.

1959496
америкада нәпрәт җинайити 2021 - йили тәхминән %12 ашти

түркийә авази радийоси хәвири: америка миқйасида рәсмий доклат қилинған нәпрәт җинайити вәқәлириниң 2020 - йилда 8120 икәнлики вә 2021 – йилда 9655 кә өрлигәнлики билдүрүлди.

бу доклатқа асасланғанда, 2021 - йили җәмий 12 миң 411 киши нәпрәт җинайитиниң қурбаниға айланған.

зийанкәшликкә учриғучиларниң %64.5 и ирқи, миллити йаки әҗдадлири йүзисидин һуҗум нишани қилинған. %15.9 киши җинсий таллашлири сәвәбидин вә %14.1 киши диний етиқади сәвәбидин нәпрәт җинайитиниң зийанкәшликигә учриған.

2021 - йилдики санлиқ мәлуматқа асасланғанда, зийанкәшликкә учриғучиларниң %43.2 и тәһдиткә, %35.5 и аддәттикичә һуҗумларға вә %20.1 и еғир һуҗумларға дуч кәлгән.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر