русийә гиретсийәниң S-300 ләрни башқа дөләтләргә өткүзүп бериш һоқуқи йоқлуқини билдүрди

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров гиретсийәниң S-300 типлиқ башқурулидиған бомбиларға қарши һава мудапиә системилирини русийәниң рухситисиз башқа дөләткә йөткәш һоқуқи йоқлуқини билдүрди.

1925168
русийә гиретсийәниң S-300 ләрни башқа дөләтләргә өткүзүп бериш һоқуқи йоқлуқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министири лавров русийәниң дөләт игиликидики телевизийә қанили —первиниң сөһбәт пирограммисиға қатнишип күнтәртиптики мәсилиләргә даир соалларға җаваб бәрди؛ у гиретсийәниң украинани S-300 һава мудапиә системиси билән тәминләш мумкинчилики тоғрисида тохтилип, әслидә җәнубий қибрис рум тәрипигә орунлаштуруш пиланланған бу системиларниң ахирида гиретсийәгә берлгәнликини хатириләткәндин кейин: «биз баш әлчимизни гиретсийә ташқи ишлар министирлиқи вә мудапиә министирлиқи билән көрүшүп, бу системиларниң гиретсийәгә тапшурулғанлиқини әскәртишкә буйрудуқ. гиретсийәниң бу системиларни һечкимгә өткүзүп бериш һоқуқи йоқ. биз гретсийәликләргә буни әскәрттуқ. улар бизгә бәргән вәдисигә диққәт қилидиғанлиқини ейтти» деди.

американиң украинани «вәтәнпәрвәр» намлиқ башқурулидиған бомба һава мудапиә системиси билән тәминләш қарари тоғрисидиму тохталған лавров, сөзини давамлаштуруп: «биз әлчиханимиз арқилиқ америкалиқлардин (украинани) ишлитиши қийин болған <вәтәнпәрвәр> намлиқ башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш системиси билән тәминләш қарариниң америка мутәхәссислириниң у йәргә (украинаға) баридиғанлиқидин дерәк беридиған – бәрмәйдиғанлиқини соридуқ. (америка) бизгә наһайити әтраплиқ җаваб қайтуруп, бундақ бир пиланниң йоқлуқини, чүнки американиң русийә билән биваситә уруш қилишни халимайдиғанлиқини, <вәтәнпәрвәр> намлиқ системииниң украина армийәси бу техникини ишлитәләйдиған сәвийәгә йәткүчә болған бир қанчә ай ичидә ишқа кириштүрүлидиғанлиқини билдүрди» дегәнләрни қәйт қилди.

сергей лавров русийә билән украина оттурисидики сөһбәтләргә ишарәт қилип, москваниң украина билән сөһбәтлишишкә тәййар икәнликини, «американиң буниңға йол қоймайватқанлиқи»ни илгири сүрди.

русийәниң дипломатик келишим һасил қилиш тоғрисидики тәклипләрни рәт қилмайдиғанлиқини әскәрткән министир лавров, әгәр донетсик, луханск, херсон вә запорижйа районлириниң русийәгә тәвә икәнлики етирап қилинса, бу келишимни түзүшниң мумкинликини тәкитлиди һәмдә русийәниң украинаниң нөвәттики вәзийтиини балдуррақ һәл қилишни халайдиғанлиқини билдүрди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر